□18:3 «Уларниң сөзлири күн-күнләр дәриядәк еқиватиду» — «улар» әршләр вә асман гүмбизини көрситиду. «Уларниң сөзлири күн-күнләр дәриядәк еқиватиду; кечә-кечиләп улар билимни аян қиливатиду» — айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси «Күн башқа бир күнгә гәплирини төкиду, кечә башқа бир кечигә сөз қилмақта».
□18:4 «Тилсиз һәм авазсиз болсиму, уларниң садаси аләмгә аңланмақта» — башқа бир хил тәрҗимиси «Аләмдә һәр қандақ бир тил уларниң садасини аңлап чүшинәләйду».
□18:5 «Уларниң өлчәм таниси йәр йүзидә тартилмақта» — бу «өлчәм таниси» бәлким инсанниң тәсәввур-ойлирини өлчигүчи болуши мүмкин.
□18:8 «Пәрвәрдигарниң тәврат-қануни мукәммәлдур» — «Тәврат-қанун» тооғрулуқ: «Тәврат» (тораһ) ибраний тили болуп, мошу йәрдә «қанун, тәлим, йолйоруқ» дегән мәнидә ишлитилиду. «Тәврат қануни» дегән ибарә адәттә Муса пәйғәмбәр арқилиқ кәлтүрүлгән Тәвраттики «Яритилиш», «Мисирдин чиқиш», «Лавийлар» «Чөл-Баявандики сәпәр» һәм «Қанун шәрһи» дегән алдинқи бәш қисимниң қанун-пәрманлиқ мәзмунини көрситиду.
□18:9 «Пәрвәрдигарниң пәрманлири йоруқлуқтур» — яки «Пәрвәрдигарниң пәрманлири рошәндур» яки «Пәрвәрдигарниң пәрманлири пактур».
■18:11 Зәб. 118:72,103,127; Пәнд. 8:11
□18:15 «И Пәрвәрдигар, мениң Қорам Тешим вә Һәмҗәмәт-Ниҗаткарим» — «Һәмҗәмәт-Ниҗаткар» яки «һәмҗәмәт-қутқузғучи» тоғрилиқ: — Ибраний тилида «гоел» дегән бу сөзниң алаһидә мәнаси бар. Бириси кәмбәғәл болуп, өзини қуллуққа сетивәткән болса яки башқа қийин әһвалға учрап мал-мүлүгини сатқан болса, Муса пәйғәмбәр тапшурувалған қанунға асасән, мошу кишиниң өзиниң йеқин уруқ-туққанлири, һәмҗәмәтлири бу кишини һөрлүккә чиқирип қутқузуш һоқуқи бар еди. Демәк, «һәмҗәмәт-қутқузғучи» өз қериндишини һөр қилмақчи болса, уни қутқузалайтти. Һоқуқни ишлитиш «һәмҗәмәт-қутқузғучи»ниң өз ихтиярлиғи билән болатти, әлвәттә. Бириси өз уруқ-туққиниға «һәмҗәмәт-қутқузғучи» болуп уни қутқузмақчи болса, һеч ким уни тосалмайтти. Шуңа пәйғәмбәрләр Худаниң қутқузғучи екәнлигини баян қилиш үчүн пат-пат дәл мошу сөзни ишлитиду. Демәк, Худа Өз бәндисигә яки хәлқигә «һәмҗәмәт»лик қилип, уларниң «гоел»и, йәни «һәмҗәмәт-қутқузғучи»си болиду. Униң Өз хәлқини қутқузуши Өз ихтиярилиғи билән, әлвәттә!