□80:1-2 «Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп «Гиттиф»та челинсун дәп, Асаф язған күй» — ««Гиттиф»»ниң мүмкинчилиги бар бир мәнаси: «Гат шәһириниң сази».
□80:6 «Шу йәрдә биз чүшәнмәйдиған бир тилни аңлап жүрәттуқ» — ибраний тилида «Шу йәрдә мән чүшәнмәйдиған бир тилни жүрәттим» дегән сөз билән ипадилиниду. Бу бәлким Худа Өз хәлқигә вакалитән сөзлишини, улар билән биргә болушини көрситиши мүмкин. «У буни Йүсүпкә гува қилип бәрди» — «буни» бәлким 3-айәттә тилға елинған һейтларни, шундақла шу һейтларни сазлар билән җакалашни көрсәтсә керәк.
□80:8 «... «Мәрибаһ» сулири бойида сени синидим» — «Мәрибаһ» («елишиш», «җедәл») дегән мәнидә. «Мәрибаһ» икки җайниң исми; шу йәрләрдә болған вақиәләрниң биринчиси Тәврат «Мис.» 17-бапта, иккинчиси «Чөл.» 20-бапта хатириләнгән.
□80:17 «Саңа аш-буғдайниң әң есилини йегүзәр едим» — «U Саңа аш-буғдайниң әң есилини йегүзәр еди».