87
87-күй •••• Тум қараңғулуқ
1-2 Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй-нахша: —
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Махалат-леанот» аһаңида оқулсун дәп, Әзралиқ Һеман язған «Масқил»: —
И Пәрвәрдигар, ниҗатлиғим болған Худа,
Кечә-күндүз Саңа налә қилип кәлдим.□ «Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Махалат-леанот» аһаңида оқулсун дәп...» — «Махалат-леанот»ниң мәнаси намәлум; бәзи алимлар «аҗизлиқтики дәрдләр» яки «харлиқтин чиққан кесәл» дәп тәрҗимә қилиду.
3 Дуайим Сениң алдиңға кирип иҗабәт болсун;
Нидайимға қулақ салғайсән;
4 Чүнки дәрдләрдин җеним тойған,
Һаятим тәһтисараға йеқинлашқан,
5 Һаңға чүшүватқанлар қатарида һесаплинимән;
Күч-мадари қуруған адәмдәк болуп қалдим.
6 Өлүкләр арисиға ташланғанмән,
Қирилип қәбирдә ятқанлардәк;
Сән уларни йәнә әслимәйсән,
Улар қолуңдин үзүп елинип жирақ қилинған.□ «Улар қолуңдин үзүп елинип жирақ қилинған» — мәнаси, бәлким: «Худаниң инсанларға дайим көрситидиған көйүмидин айрилиған» дегәндәк.
7 Сән мени һаңниң әң тегигә,
Зулмәтлик җайларға, деңизниң чоңқур йәрлиригә чөмдүрдүң.
8 Қәһриң үстүмгә еғир жүктәк басти,
Барлиқ долқунлириң билән мени қийнидиң.
9 Мәндин дост-бурадәрлиримни жирақлаштурдуң;
Уларни мәндин йиргәндүрдүң;
Мән қамалғанмән, һеч чиқалмаймән.
10 Көзлирим азап-оқубәттин хирәләшти;
Һәр күни Саңа нида қилимән, и Пәрвәрдигар,
Қоллиримни Саңа көтирип кәлдим.
11 Өлүкләргә мөҗизә көрситәрсәнму?
Мәрһумлар орнидин туруп Саңа тәшәккүр ейтарму?
12 Өзгәрмәс муһәббитиң қәбирдә баян қилинарму?
Һалакәт диярида садиқлиқ-һәқиқитиң махтиларму?
13 Карамәтлириң зүлмәттә тонуларму?
Һәққанийлиғиң «унтулуш зимини»дә билинәрму?
14 Бирақ мән болсам, Пәрвәрдигар, Саңа пәряд көтиримән,
Таң сәһәрдә дуайим алдиңға кириду.
15 И Пәрвәрдигар, немигә җенимни ташливәттиң?
Немигә җамалиңни мәндин йошурдуң?
16 Яшлиғимдин тартип мән езилгән, бемардурмән;
Вәһшәтлириңни көрүверип һеч һалим қалмиди.
17 Қәһриң үстүмдин өтти;
Вәһимилириң мени набут қилди.
18 Улар күн бойи ташқин сулиридәк мени оравалди,
Тамамән мени чөмдүрди.
19 Җан достлиримни, ағинилиримни мениңдин жирақлаштурдуң,
Мениң әзиз достум болса қараңғулуқтур!□ «Мениң әзиз достум болса қараңғулуқтур!» — башқа бир хил тәрҗимиси «Яр-бурадәрлирим қараңғулуққа көмүлүп қалди».
□87:1-2 «Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Махалат-леанот» аһаңида оқулсун дәп...» — «Махалат-леанот»ниң мәнаси намәлум; бәзи алимлар «аҗизлиқтики дәрдләр» яки «харлиқтин чиққан кесәл» дәп тәрҗимә қилиду.
□87:6 «Улар қолуңдин үзүп елинип жирақ қилинған» — мәнаси, бәлким: «Худаниң инсанларға дайим көрситидиған көйүмидин айрилиған» дегәндәк.
□87:19 «Мениң әзиз достум болса қараңғулуқтур!» — башқа бир хил тәрҗимиси «Яр-бурадәрлирим қараңғулуққа көмүлүп қалди».