114
114-күй •••• Худаниң илтипатиға гувалиқ бериш
1 Мән Пәрвәрдигарни сөйимән,
Чүнки У мениң авазимни, йелинишлиримни аңлиған.
2 Чүнки У қулиқини маңа салди,
Шуңа мән барлиқ күнлиримдә Униңға илтиҗа қилип чақиримән.
3 Өлүм асарәтлири мени чирмивалди;
Тәһтисараниң дәрдлири мени тутувалди;
Мән пешкәлликкә йолуқтум, әләм тарттим;■ 2Сам. 22:5, 6
4 Шуниң билән мән Пәрвәрдигарниң намиға тохтимай нида қилдим: —
«Сәндин өтүнимән, и Пәрвәрдигар,
Җенимни қутулдурғайсән!
5 Шәпқәтликтур Пәрвәрдигар, һәққанийдур;
Худайимиз рәһимдилдур.
6 Пәрвәрдигар наданни сақлайду;
Мән харап әһвалға чүшүрүлдум, У мени қутқузди.
7 Һәй җеним, қайтидин хатирҗәм бол;
Чүнки Пәрвәрдигар сехийлик, меһриванлиқ көрсәтти;■ Зәб. 12:5-6
8 Чүнки Сән җенимни өлүмдин, көзлиримни яшлардин,
Аяқлиримни путлишиштин қутқузғансән.
9 Мән Пәрвәрдигар алдида тирикләрниң зиминида маңимән: –