121
121-күй •••• Йерусалимниң бәхитидин хошал болуш
«Жуқириға чиқиш нахшиси»
 
Улар маңа: «Пәрвәрдигарниң өйигә чиқайли» — дегинидә,
Шатландим.
Путлиримиз дәрвазилириң ичидә турушқа несип болди, и Йерусалим!
И Йерусалим, сән җипсилаштурулуп рәтлик селинған бир шәһәрдурсән;
Қәбилиләр у йәргә чиқиду,
Яһниң қәбилилири чиқиду;
Исраилға берилгән көрсәтмә бойичә,
Пәрвәрдигарниң намиға тәшәккүр ейтиш үчүн чиқиду. «Қәбилиләр.. . Исраилға берилгән көрсәтмә бойичә... чиқиду» — бу йолйоруқ-көрсәтмә Муса пәйғәмбәр арқилиқ берилгән еди. Һейт күнлиридә (йилда үч қетим) Исраил қәбилилириниң әркәклири (қиз-аяллар ихтиярән) Йерусалимға чиқип ибадәт қилиши керәк еди.
Чүнки у йәрдә һөкүм чиқиришқа тәхтләр селинди,
Давутниң җәмәтидикиләргә тәхтләр селинди.
Йерусалимниң аман-хатирҗәмлигини издәп дуа қилиңлар;
Сени сөйгәнләр ронақ тапиду. «Йерусалимниң аман-хатирҗәмлигини издәп дуа қилиңлар» — ибраний тилида: «Йерушалом»ниң «шалом»и үчүн дуа қилиңлар». «Шалом» «теч-аманлиқ», «Йерушалом» болса «Теч-аманлиқ шәһәр» дегән мәнидә (ибраний тилида «шалом», әрәб тилида «салам»).
Истиһкамлириң ичидә аман-хатирҗәмлик болсун,
Ордилириң ичидә ават-арамлиқ болсун!
Қериндашлирим һәм яр-бурадәрлирим үчүн,
Мән: «Аман-хатирҗәмлик ичиңдә болсун» — дәймән.
Пәрвәрдигар Худайимизниң өйи үчүн,
Сениң ронақ тепишиңға интилимән!
 
 

121:4 «Қәбилиләр.. . Исраилға берилгән көрсәтмә бойичә... чиқиду» — бу йолйоруқ-көрсәтмә Муса пәйғәмбәр арқилиқ берилгән еди. Һейт күнлиридә (йилда үч қетим) Исраил қәбилилириниң әркәклири (қиз-аяллар ихтиярән) Йерусалимға чиқип ибадәт қилиши керәк еди.

121:6 «Йерусалимниң аман-хатирҗәмлигини издәп дуа қилиңлар» — ибраний тилида: «Йерушалом»ниң «шалом»и үчүн дуа қилиңлар». «Шалом» «теч-аманлиқ», «Йерушалом» болса «Теч-аманлиқ шәһәр» дегән мәнидә (ибраний тилида «шалом», әрәб тилида «салам»).