3
Рутниң хаманға берип, Боаз билән көрүшүш
Шу күнләрдә, қейинаниси Наоми униңға: — Әй қизим, һал-әһвалиңниң яхши болуши үчүн, сениң арам-бәхитиңни издимәймәнму? «Сениң арам-бәхитиңни издимәймәнму?» - Наоминиң мошу «арам-бәхит» дегини Рутни қайтидин өй-очақлиқ қилишни көрситиду. Сән дедәклири билән ишлигән Боаз бизгә туққан келиду әмәсму? Мана, бүгүн ахшам у хаманда арпа соруйду. Әнди сән жуюнуп-таринип, өзүңгә әтирлик май сүрүп, есил кийимлириңни кийип, хаманға чүшкин; лекин у әр киши йәп-ичип болмиғичә, өзүңни униңға көрсәтмигин. «Өзүңгә әтирлик май сүрүп» - ибраний тилида «өзүңни мәсиһ қилип» яки «өзүңни мәсиһләп». У ятқанда униң ухлайдиған йерини көрүвал. Андин сән кирип, аяқ тәрипини ечип, шу йәрдә йетивалғин. Андин у саңа немә қилиш керәклигини ейтиду, — деди.
Рут униңға: — Сән немә десәң мән шуни қилимән, — деди. У хаманға чүшүп, қейинаниси униңға тапилиғандәк қилди. Боаз йәп-ичип, көңлини хуш қилип чәшниң айиғиға берип ятти. Андин Рут шәпә чиқармай келип, аяқ тәрипини ечип, шу йәрдә ятти. Йерим кечидә Боаз чөчүп, алдиға еңишкәндә, мана бир аял айиғида ятатти! «Чөчүп, ...» - башқа бир хил тәрҗимиси «титрәп кетип, ...». Һеч болмиғанда, Боаз путлириға соғ урулғанда ойғинип кәткән болса керәк. «Еңишкәндә» - башқа бир хил тәрҗимиси «өрүлгәндә»
Ким сән?! — дәп сориди у.
Рут җававән: — Мән хизмәткариң Рут болимән. Сән мениң һәмҗәмәт-ниҗаткарим болғиниң үчүн хизмәткариңниң үстигә тонуңниң етигини йейип қойғайсән, — деди. «Хизмәткариң» — оқурмәнләрниң есидә барки, ибраний тилида «дедәк»ни тәсвирләйдиған икки сөз бар. Бу айәттә Рут орнини жуқурирақ көрситидиған сөзни өзигә ишләтти (2:13ни вә изаһатни көрүң) «Һәмҗәмәт-ниҗаткар» дегән уқум тоғрилиқ 2:20ни вә изаһатни көрүң. «Тониңниң етигини хизмәткариңниң үстигә йепип қойғайсән» - Рут ейтқан «Тониңниң етигини хизмәткариңниң үстигә йепип қойғайсән» дегән ибарә: — «Мени сайәңниң астиға алғин, мени әмриңгә алғин» дегәнни вә өзиниң Боазниң аяли болушқа рази екәнлигини билдүриду. Худаму Исраилни өз қанити астиға алғанлиғи тоғрилиқ шу сөзни қилған — «Әз.» 16:8ни көрүң.
10 У җававән: — Әй қизим, Пәрвәрдигардин бәхит-бәрикәт тапқайсән! Сениң кейин көрсәткән садақәт-меһриванлиғиң илгири көрсәткиниңдинму артуқтур; чүнки сени издигән жигитләр, мәйли кәмбәғәл болсун, бай болсун, уларниң кәйнидин кәтмидиң. «Сени издигән жигитләр» - Боазниң сөзигә қариғанда (шүбһисизки, у һәм тиришчан һәм чирайлиқ болғачқа) Рутни бир қанчә жигит издәп кәлгән. Лекин Рут өз мәйлигә әгишип уларни таллимай, бәлки орниға қейинаниси Наомиға яхши болсун дәп рәхмәтлик еригә «һәмҗәмәт-ниҗаткар» болған Боазниң панаһлиғини издигән. Шуниң билән Боаз Рутниң қилғини тоғрилиқ: «Сениң кейин көрсәткән садақәт-меһриванлиғиң илгири көрсәткиниңдинму артуқтур» дәйду. Рутниң «илгири көрсәткән (садақәт-меһриванлиғи)» болса қейинанисиға болған садақәтлигини, униңға һәмраһ болуп өз жутини ташлап Исраилларниң арисиға кәлгәнлигини көрситиду. Боазниң «Сән кейин көрсәткән садақәт-меһриванлиқ» дегини болса өзини издигәнлигини көрситиду. 11 И қизим, әнди қорқмиғин! Дегиниңниң һәммисини орундап беримән; чүнки пүткүл шәһиримиздики мөтивәрләр сени пәзиләтлик аял дәп билиду. «Пүткүл шәһиримиздики мөтивәрләр» - ибраний тилида «хәлқимниң шәһириниң дәрвазисидики кишиләр» — қедимки заманда «шәһәрниң дәрвазиси» ақсақаллар вә мөтивәрләр олтиридиған җай еди; шу йәрдә сот ечилатти. Шуңа Боазниң сөзиниң толуқ мәнаси «Мениң шәһиримдики барлиқ мөтивәрләр сени пәзиләтлик аял дәп қарайду».
12  Дурус, саңа һәмҗәмәт-ниҗаткар болғиним раст; лекин сениң мәндин йеқинрақ йәнә бир һәмҗәмәтиң бар. 13 Әнди кечичә бу йәрдә қалғин; әтә сәһәрдә әгәр у һәмҗәмәтлик һоқуқини ишлитип сени елишни халиса, у алсун; лекин һәмҗәмәтлик һоқуқи бойичә сени алмиса, Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мән саңа һәмҗәмәтлик қилип сени алай. Таң атқичә бу йәрдә йетип турғин! — деди.
14 У униң айиғида таң атқичә йетип, кишиләр бир-бирини тонуғидәк болуштин бурун қопти. Чүнки Боаз: — бир аялниң хаманға кәлгинини һеч ким билмисун, дәп ейтқан еди. «Ейтқан еди» - ибраний тилида «ейтқан еди» яки «ойлиған еди» дегән мәна бирла сөз билән ипадилиниду. Биз бу йәрдә «ейтқан еди» дәп тәрҗимә қилдуқ.
15 У йәнә Рутқа: — Сән кийгән йепинчини ечип турғин, деди. У уни ечип турувиди, Боаз арпидин алтә кәмчән кәмләп берип, униң өшнисигә артип қойди. Андин у шәһәргә кирди. «Алтә кәмчән» - бәлким «алтә әфаһ», йәни 27-45 килограмни көрситиши мүмкин. 16 Рут қейинанисиниң йениға кәлди. У: — Әй қизим, сән һазир ким?! — дәп сориди. Шуниң билән у қейинанисиға у кишиниң қилғанлириниң һәммисини дәп бәрди. «Сән һазир ким?» - Наоминиң бу соали билән Рутниң һазирқи салаһийитини сорайду: у: «Һазир сән Боазниң аяли болдуңму-йоқ?» дегән мәнини билдүриду. 17 У: — У бу алтә кәмчән арпини маңа бәрди, чүнки у: «қейинанаңниң йениға қуруқ қол қайтип бармиғин» деди, — деди.
18 Наоми: — Әй қизим, бу ишниң ахириниң қандақ болидиғинини билгичә мошу йәрдә тәхир қилғин; чүнки у адәм бүгүн мошу ишни пүткүзмәй арам алмайду, деди.
 
 

3:1 «Сениң арам-бәхитиңни издимәймәнму?» - Наоминиң мошу «арам-бәхит» дегини Рутни қайтидин өй-очақлиқ қилишни көрситиду.

3:3 «Өзүңгә әтирлик май сүрүп» - ибраний тилида «өзүңни мәсиһ қилип» яки «өзүңни мәсиһләп».

3:8 «Чөчүп, ...» - башқа бир хил тәрҗимиси «титрәп кетип, ...». Һеч болмиғанда, Боаз путлириға соғ урулғанда ойғинип кәткән болса керәк. «Еңишкәндә» - башқа бир хил тәрҗимиси «өрүлгәндә»

3:9 «Хизмәткариң» — оқурмәнләрниң есидә барки, ибраний тилида «дедәк»ни тәсвирләйдиған икки сөз бар. Бу айәттә Рут орнини жуқурирақ көрситидиған сөзни өзигә ишләтти (2:13ни вә изаһатни көрүң) «Һәмҗәмәт-ниҗаткар» дегән уқум тоғрилиқ 2:20ни вә изаһатни көрүң. «Тониңниң етигини хизмәткариңниң үстигә йепип қойғайсән» - Рут ейтқан «Тониңниң етигини хизмәткариңниң үстигә йепип қойғайсән» дегән ибарә: — «Мени сайәңниң астиға алғин, мени әмриңгә алғин» дегәнни вә өзиниң Боазниң аяли болушқа рази екәнлигини билдүриду. Худаму Исраилни өз қанити астиға алғанлиғи тоғрилиқ шу сөзни қилған — «Әз.» 16:8ни көрүң.

3:10 «Сени издигән жигитләр» - Боазниң сөзигә қариғанда (шүбһисизки, у һәм тиришчан һәм чирайлиқ болғачқа) Рутни бир қанчә жигит издәп кәлгән. Лекин Рут өз мәйлигә әгишип уларни таллимай, бәлки орниға қейинаниси Наомиға яхши болсун дәп рәхмәтлик еригә «һәмҗәмәт-ниҗаткар» болған Боазниң панаһлиғини издигән. Шуниң билән Боаз Рутниң қилғини тоғрилиқ: «Сениң кейин көрсәткән садақәт-меһриванлиғиң илгири көрсәткиниңдинму артуқтур» дәйду. Рутниң «илгири көрсәткән (садақәт-меһриванлиғи)» болса қейинанисиға болған садақәтлигини, униңға һәмраһ болуп өз жутини ташлап Исраилларниң арисиға кәлгәнлигини көрситиду. Боазниң «Сән кейин көрсәткән садақәт-меһриванлиқ» дегини болса өзини издигәнлигини көрситиду.

3:11 «Пүткүл шәһиримиздики мөтивәрләр» - ибраний тилида «хәлқимниң шәһириниң дәрвазисидики кишиләр» — қедимки заманда «шәһәрниң дәрвазиси» ақсақаллар вә мөтивәрләр олтиридиған җай еди; шу йәрдә сот ечилатти. Шуңа Боазниң сөзиниң толуқ мәнаси «Мениң шәһиримдики барлиқ мөтивәрләр сени пәзиләтлик аял дәп қарайду».

3:14 «Ейтқан еди» - ибраний тилида «ейтқан еди» яки «ойлиған еди» дегән мәна бирла сөз билән ипадилиниду. Биз бу йәрдә «ейтқан еди» дәп тәрҗимә қилдуқ.

3:15 «Алтә кәмчән» - бәлким «алтә әфаһ», йәни 27-45 килограмни көрситиши мүмкин.

3:16 «Сән һазир ким?» - Наоминиң бу соали билән Рутниң һазирқи салаһийитини сорайду: у: «Һазир сән Боазниң аяли болдуңму-йоқ?» дегән мәнини билдүриду.