□5:1 «Мән өз беғимға кирдим, ... мурмәккәмни тетитқулирим билән жиғдим, һәрә көнигимни һәсилим билән йедим; шарабимни сүтлирим билән ичтим» — Сулайман Шуламитниң тәкливини қобул қилип униң билән толуқ муһәббәтлишиду. «Достлирим, йәңлар! Ичиңлар, көңлүңләр халиғанчә ичиңлар, и ашиқ-мәшуқлар!» — бу сөзләрни бәлким Йерусалим қизлирниңкидур. Улар (яки той қолдашлири) ашиқ-мәшуқларниң муһәббәттин һозурлинишлирини толуқ қоллайду. Уларниң (Йерусалим қизлириниң) қоллиши билән Худаниң һәр бир әр-аялниң оттурисидики муһәббитини, җүмлидин җинсий муһәббитини тәстиқлайдиғанлиғи көрситилиду; чүнки у өзи бу ишларни яратқан.
□5:6 «У сөз қилғанда роһум чиқип кәткән еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У бурулуп кәткәндә роһум чиқип кәткән еди».
□5:8 «(2-8-айәт) шәрһи» — Шуламит қара басқан бу чүшни көргәндә Сулайман билән аллиқачан той қилған болса керәк. Униң чүшидә болған инкаси вә тәқәззасини 2:17дә вә 4:1-3дә хатириләнгән биринчи чүшидики позитсийәси билән селиштурғанда түптин охшимайду. Бәлким чүш Шуламитниң һаятиниң әмәлий әһвалини, йәни униң Сулайман билән әмәлий муһәббитини әкс әттүргән; чүштә көрүнгән бәзи ишлар, шүбһисизки, Сулайманниң муһәббитиниң, болупму җинсий муһәббәт җәһәттә Шуламитқа болған тәләплирини көрситиду. У сөйгининиң муһәббитигә яки муһәббитиниң тәләплиригә анчә сәзгүр болмайдиған болуп қалған охшайду. Бу сәзгүрсизлик уларниң муһәббитигә интайин хәтәрлик еди; Шуламитниң чүшидә Сулайман кетиду. Шуниң билән Шуламит чүш көрүш билән муһәббәтниң қиммәтлигини билип йетип, ишларни яхшилайду. Йәнә муһим бир иш диққитимизгә әрзийдуки, чүштә вә әмәлий турмушта, Сулайман (әркәк болғини билән, падиша болғини билән, пәйғәмбәр болғини биләнму) һеч қачан Шуламитни «муһәббәт»кә зорлимайтти, бәлки Шуламитниң өзи билән муһәббәтлишишини тәләп қилатти. 7-айәттә: Чүшидики җесәкчиләр уни паһишә аял дәп қариғачқа, униңға шундақ муамилә қилип, чүмпәрдини униңдин тартивалиду.
□5:10 «Мениң сөйүмлүгүм аппақ вә пақирақ, жүрәклик әзимәт,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сөйүмлүгүмниң йүзиниң ақ йери аппақ, қизил йери қип-қизил...».
□5:12 «Яришиқида қоюлған» — яки «яқутлардәк безәшкә бекитилгән».
□5:13 «Униң мәңизлири бир тәштәк пурақлиқ өсүмлүктәктур; айниған йеқимлиқ гүллүктәк; униң ләвлири нилупәр, улар суюқ мурмәккини темитиду» — айәтниң ибраний тилини чүшиниш сәл тәс, башқа тәрҗимилири учриши мүмкин. Немила болмисун тетитқу вә хушпурақлиқ өсүмлүк бағлири оттура шәриқтә интайин аз еди, қиммәтлик еди.
□5:16 «Униң ағзи бәкму шериндур» — бу бәлким гәп-сөзлириниң татлиқлиғини көрситиду. «(9-16-айәт) шәрһи» — Шуламит һазир башқиларниң алдида сөйгинини махташтин һеч тартинмайду. У һазир «қорам ташта йошурунған пахтәк»тин көп дадил болуп кәтти!