Аюп. 35. Елиху йәнила җавап берип мундақ деди: — «Сән мошу гепиңни, йәни «Һәққанийлиғим Тәңриниңкидин үстүндур» дегиниңни тоғра дәп қарамсән? Шундақ болғанлиғи үчүн сән: «Һәққанийлиқниң маңа немә пайдиси болсун? Гуна қилмиғинимниң гуна қилғинимға қариғанда артуқчилиғи нәдә?» дәп соридиң .   Өзүм сөзләр билән саңа җавап берәй, Саңа һәм сән билән биллә болған үлпәтлириңгә җавап берәй; Асманларға қарап баққин; Пәләктики булутларға сәпсалғин; Улар сәндин жуқуридур. Әгәр гуна қилған болсаң, ундақта Тәңригә қайси зиянкәшликни қилалайттиң? Җинайәтлириң көпәйсиму, ундақта униңға қандақ зиянларни салалар едиң? Сән һәққаний болған тәғдирдиму, Униңға немә берәләйттиң? У сениң қолуңдин немиму алар-һә?   Сениң әскиликлириң пәқәт сәндәк бир инсанғила, Һәққанийлиғиң болса пәқәт инсан балилириғила тәсир қилиду, халас. Адәмләр зулум көпийип кәткәнлигидин ялвуриду; Күчлүкләрниң бесими түпәйлидин улар налә-пәряд көтириду. Бирақ һеч ким: «Кечиләрдә инсанларға нахша ата қилғучи яратқучум Тәңрини нәдин издишим керәк?» демәйду. Униң бизгә үгитидиғини йәр-зиминдики һайванларға үгитидиғинидин көп, Һәм асмандики учар-қанатларға үгитидиғинидин артуқ әмәсму? Улар налә-пәряд көтириду, бирақ рәзил адәмләрниң һакавурлуғиниң тәсири түпәйлидин, Уни Худа иҗабәт қилмайду.   Бәрһәқ, Тәңри қуруқ дуаға қулақ салмиған йәрдә, Һәммигә Қадир мошуларға әһмийәт бәрмигән йәрдә, Сән: «Мән Уни көрәлмәймән» десәң, У қандақ қулақ салсун? Дәвайиң техи Униң алдида туриду, Шуңа Уни күтүп турғин. Бирақ У һазир товва қилиш пурсити берип, Өз ғәзивини техи төкмигән әһвалда, Аюп өзиниң тәкәббурлуғини билмәмдиғанду?   Чүнки Аюп қуруқ гәп үчүн ағзини ачқан, У тутуруқсиз сөзләрни көпәйткән».