Зәбур. 28. Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға бәргәйсиләр, и Қудрәтлик Болғучиниң пәрзәнтлири, Пәрвәрдигарға шану-шәвкәт, күч бәргәйсиләр!   Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шану-шәвкәт бәргәйсиләр; Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар! Пәрвәрдигарниң садаси чоңқур сулар үстидә һөкүм сүриду; Шан-шәрәп егиси болған Тәңри гүлдүрмамиларни яңритиду; Пәрвәрдигар бүйүк деңизлар үстидә һөкүм сүриду. Пәрвәрдигарниң садаси күчлүктур; Пәрвәрдигарниң садаси һәйвәткә толғандур; Пәрвәрдигарниң садаси кедир дәрәқлирини сундуриветиду; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар Ливандики кедирларни сундуриветиду. У уларни мозай ойнақлаватқандәк ойнақлитиду; Явайи калиниң балиси ойнақлаватқандәк, У Ливан вә Сирион теғини ойнақлитиду. Пәрвәрдигарниң садаси чақмақларниң ялқунлирини шахлитиветиду; Пәрвәрдигарниң садаси чөл-җәзирини зил-зилигә салиду; Пәрвәрдигар Қәдәштики чөл-җәзирини зил-зилигә салиду; Пәрвәрдигарниң садаси дуб дәрәқлирини һәрян толғитиду, Орманлиқларни ялаңачлайду; Униң муқәддәс ибадәтханисида болған һәммиси «шану-шәвкәт!» дәп тәнтәнә қилиду. Пәрвәрдигар топан үстигә һөкүмранлиқ қилип олтириду; Бәрһәқ, Пәрвәрдигар мәңгүгә падиша болуп һөкүм сүрүп олтириду. Пәрвәрдигар Өз хәлқигә қудрәтни бәхш етиду; Өз хәлқини аман-хатирҗәмлик билән бәрикәтләйду.