Зәбур. 33. Давут язған күй: — (Давут Абимәләк падишаниң алдида жүрүш-турушини башқичә қиливалғанда, Абимәләк уни һайдивәткән вақитта язған) |א| Мән һәр қандақ вақитларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән; Уни мәдһийиләш ағзимдин чүшмәйду.   |ב| Қәлбим Пәрвәрдигарни иптихарлинип мәдһийәләйду, Мөминләр буни аңлап шатлиқта болиду. |ג| Мән билән биллә Пәрвәрдигарни улуқлаңлар, Бирликтә Униң намиға мәдһийиләр яңритайли. |ד| Пәрвәрдигарни издидим, У мениң дуайимни иҗабәт қилди, Мени басқан барлиқ вәһимә-қорқунучлиримдин қутқузди. |ה| Мөминләр Униңға тәлмүрүп нурланди; |ו|Йүзлири йәргә қаритилмиди. |ז| Мән пеқир-бечарә Униңға нида қилди, Пәрвәрдигар аңлап, мени һәммә аваричиликләрдин қутқузди. |ח| Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Униңдин әйминидиғанларни қоғдап әтрапиға чедирини тикиду, Уларни қутқузиду. |ט| Пәрвәрдигарниң меһриванлиғини тетип, билгин, Униңға ишинип таянған адәм немидегән бәхитликтур! |י| И Униң муқәддәс бәндилири, Пәрвәрдигардин әйминиңлар! Чүнки Униңдин әйминидиғанларниң һеч нәрсиси кам болмас. |כ| Күчлүк асланлар озуқсиз қелип ач қалсиму, Амма Пәрвәрдигарни издигүчиләрниң һеч бир яхши нәрсиси кам болмас. |ל| Келиңлар балилирим, маңа қулақ селиңлар; Мән силәргә Пәрвәрдигардин әйминишни үгитип қояй. |מ| Һаятни әтиварлайдиған киши ким? Кимниң узун вә яхши күнләрни көргүси бар? |נ| Ундақта тилиңни яманлиқтин тартип жүр, Ләвлириң мәккарлиқтин нери болсун; |ס| Яманлиқтин айрилип жирақ болуп, гөзәл әмәлләрни қилип жүр; Аман-хатирҗәмликни издәп, уни қоғлап жүр. |ע| Пәрвәрдигарниң көзи һәққанийларниң үстидә туриду, Униң қулиқи уларниң илтиҗалириға очуқ туриду; |פ| Пәрвәрдигарниң чирайи рәзиллик қилғучиларға қарши чиқар, Уларниң һәр қандақ нам-хатирилирини йәр йүзидин елип ташлар; |צ| Һәққанийлар илтиҗа қилиду, Пәрвәрдигар аңлайду, уларни барлиқ азап-мушәққәтлиридин қутқузиду; |ק| Пәрвәрдигар көңли сунуқларға йеқиндур, Роһи езилгәнләрни қутқузиду.   |ר| Һәққанийлар дуч кәлгән аваричиликләр көптур; Бирақ Пәрвәрдигар уларни буларниң һәммисидин қутқузиду. |ש| У һәққанийниң сүйәклирини сақ қалдуриду, Улардин бирисиму сунуп кәтмәйду. |ח| Яманлиқниң өзи рәзилләрни өлтүриду; Һәққанийларға нәпрәтлинидиғанлар гунада қалиду. |פ| Пәрвәрдигар Өз қуллириниң җанлирини бәдәл төләп һөрлүккә чиқириду; Униңға таянғанлардин һеч кимгә гуна бекитилмәйду.