Зәбур. 35. Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Пәрвәрдигарниң қули Давут язған күй: — Рәзил адәмниң асийлиғи мениң қәлбимдә бир бешарәтни пәйда қилиду: — «Униң нәзиридә Худадин қорқидиған иш йоқтур!». Чүнки у өз-өзини махтайдуки, У өз-өзигә: — «Мәндә гуна тепилмас, қилғиним жиркиничлик иш әмәстур!» — дәйду. Ағзидики сөзләр қәбиһлик вә һейлигәрликтур; Пәзиләтлик иш қилиш параситидин у аллибурун мәһрумдур. У орнида ятқандиму гунани көзләйду; У дурус болмиған йолға меңишни ирадә қилиду; Яманлиқтин һеч нәпрәтләнмәйду. И Пәрвәрдигар, өзгәрмәс муһәббитиң әршләргә тақишиду; Һәқиқәт-садиқлиғиң булутларға йетиду! Һәққанийлиғиң бүйүк тағлардәк, Һөкүмлириң тилсиматлиқ чоңқур деңизлардәктур. И Пәрвәрдигар, Сән адәмләр вә һайванларни сақлиғучидурсән; Сениң өзгәрмәс муһәббитиң нәқәдәр қиммәтликтур, и Худа! Шуңа инсан балилири қанатлириң сайисидә панаһлиниду. Улар өйүңдики мол дәстихандин тойғичә бәһримән болиду; Сән уларға һозур-һалавәтлириңниң дәриясидин ичкүзисән. Чүнки Сәндила бардур һаятлиқ булиқи; Нуруңда болуп нурни көримиз. Аһ, Өзүңни тонуп, билгәнләргә муһәббитиңни, Көңли дурусларғиму һәққанийлиғиңни көрситишни давамлаштурғайсән. Тәкәббурларниң путиниң маңа һуҗум қилишиға йол қоймиғайсән; Рәзилләрниң қоли мени орнумдин қоғливәтмисун; Мана, яманлиқ қилғучилар жиқилди! Ғулитиветилди, орнидин қайта туралмайду!