Зәбур. 44. Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Нилупәрләр» дегән аһаңда оқулсун дәп, Кораһниң оғуллириға тапшурулған, «сөйүмлүк яр үчүн» дегән «Масқил» мунаҗат-нахша: — Қәлбимдин гөзәл иш тоғрисида сөзләр урғуп чиқмақта; Падишаға беғишлиған мунаҗитимни ейтимән; Тилим гоя маһир шаирниң қәлимидур; Инсан балилири ичидә сән әң гөзәлдурсән; Ләвлириң шапаәт билән толдурулғандур; Шуңа Худа саңа мәңгүгә рәхмәт қилди. И бүйүк болғучи, Қиличиңни асқин йениңға, Һәйвитиң вә шану-шәвкитиң билән! Һәқиқәт, кәмтәрлик һәм адаләтни алға сүрүшкә атланғиниңда, Шану-шәвкәт ичидә ғәлибә билән алға бас! Шуниң билән оң қолуң өзүңгә карамәт қорқунучлуқ ишларни көрситиду! Сениң оқлириң өткүрдур, Улар падишаниң дүшмәнлириниң жүригигә санҗилиду; Пүтүн әлләр айиғиңға жиқитилиду. Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур; Падишаһлиғиңдики Шаһанә һасаң, адаләтниң һасисидур.   Сән һәққанийлиқни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән; Шуңа Худа, йәни сениң Худайиң, сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди. Сениң кийимлириңдин мурмәкки, муәттәр вә дарчин һиди келиду; Пил чиши сарайлиридики сазәндиләрниң тарлиқ сазлири сени хурсән қилиду. Падишаһларниң мәликилири һөрмәтлик кенизәклириңниң қатаридидур; Ханишиң Офирдики сап алтун зибу-зинәтләрни тақап оң қолуңда туриду; «Аңлиғин, и қизим, көргин, сөзлиримгә қулақ салғин; Өз қәбиләң вә ата җәмәтиңни унтуп қал! Шуниң билән падиша гөзәл җамалиңға мәптун болиду; У сениң ғоҗаң, сән униңға сәҗдә қил». Тур шәһириниң қизи алдиңда соға билән һазир болиду; Халайиқ арисидики байлар сениң шапаитиңни күтиду;   Шаһанә қизниң ички дунияси пүтүнләй парлақтур, Униң кийимлириму зәр билән кәштиләнгән; У кәштилик кийимләр билән падишаниң һозуриға кәлтүрүлиду; Кәйнидин униңға қолдаш кенизәкләрму биллә йениңға елип келиниду; Улар хушал-хурам, шатлиқ ичидә башлап келиниду; Улар бирликтә падишаниң ордисиға киришиду. «Ата-бовилириңниң орниға оғуллириң чиқиду; Сән уларни пүткүл җаһанға һаким қилисән. Мән сениң намиңни әвлатдин-әвлатқа яд әткүзимән; Шуңлашқа барлиқ қовмлар сени әбәдил-әбәткичә мәдһийиләйду».