Зәбур. 46. Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй: — Барлиқ қовмлар, Худани алқишлаңлар! Униңға жуқури авазиңлар билән хошаллиқ тәнтәнисини яңритиңлар! Чүнки Һәммидин Алий Болғучи, Пәрвәрдигар, дәһшәтлик вә һәйвәтликтур, Пүткүл җаһанни сориғучи бүйүк Падишадур. У бизгә хәлиқләрни бойсундуруп, Бизни әл-милләтләр үстигә һаким қилиду. У биз үчүн мирасимизни таллап, Йәни Өзи сөйгән Яқупниң пәхри болған зиминни бекитип бәрди. Селаһ! Худа тәнтәнә садаси ичидә, Пәрвәрдигар сүнай садаси ичидә жуқуриға көтирилди; Худаға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар! Падишасимизға нахша-күй ейтиңлар, нахша-күй ейтиңлар! Худа пүткүл җаһанниң падишасидур; Зеһниңлар билән униңға нахша-күй ейтиңлар! Худа әлләр үстидә һөкүм сүриду; У Өзиниң пак-муқәддәслигиниң тәхтидә олтириду. Әл-жутларниң каттилири җәм болуп, Ибраһимниң Худасиниң хәлқигә қошулди; Чүнки җаһандики барлиқ қалқанлар Худаға тәвәдур; У нәқәдәр алийдур!