Зәбур. 61. Нәғмичиләрниң беши Йәдутунға тапшурулған, Давут язған күй: — Җеним Худағила қарап сүкүттә күтиду; Мениң ниҗатлиғим униңдиндур. Пәқәт Ула мениң қорам тешим вә мениң ниҗатлиғим, Мениң жуқури қорғинимдур; Мән унчилик тәвринип кәтмәймән. Силәр қачанғичә шу аҗиз бир инсанға һуҗум қилисиләр? Һәммиңлар қиңғийип қалған тамни, Ирғаңлап қалған қашани ғулатқандәк, уни ғулатмақчисиләр? Уни шөһрәт-һәйвитидин чүшүрүветиштин башқа, уларниң һеч мәслиһәти йоқтур; Ялғанчилиқлардин хурсән улар; Ағзида бәхит тилигини билән, Улар ичидә ләнәт оқуйду. Селаһ. И җеним, Худағила қарап сүкүттә күткин; Чүнки мениң үмүтүм Униңдиндур. Пәқәт У мениң қорам тешим һәм мениң ниҗатлиғим, Мениң жуқури қорғинимдур; Мән тәвринип кәтмәймән. Ниҗатлиғим һәм шан-шөһритим Худаға бағлиқтур; Мениң күчүм болған қорам таш, мениң панаһгаһим Худадидур. И халайиқ, Униңға һәрдайим тайиниңлар! Униң алдида ич-бағриңларни төкүңлар; Худа бизниң панаһгаһимиздур! Селаһ. Аддий бәндиләр пәқәт бир тиниқ, Есилзадиләрму бир алдам сөз халас; Таразиға селинса уларниң қилчә салмиқи йоқ, Бир тиниқтинму йениктур. Зомигәрликкә таянмаңлар; Булаңчилиқтин хам хиял қилмаңлар, Байлиқлар көпәйсиму, буларға көңлүңларни қоймаңлар; Худа бир қетим ейтқанки, Мундақ дегинини икки қетим аңлидимки: — «Күч-қудрәт Худаға мәнсуптур». Һәм и Рәб, Саңа өзгәрмәс муһәббәтму мәнсуптур; Чүнки Сән һәр бир кишигә өз әмилигә яриша қайтурисән.