Зәбур. 66. Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, тарлиқ сазлар билән челинсун, дәп йезилған күй-нахша: — Худа бизгә меһри-шәпқәт көрситип, бизни бәрикәтләп, Өз җамалиниң нурини үстимизгә чачқай! Селаһ! Шундақ қилғанда йолуң пүткүл җаһанда, Қутулдуруш-ниҗатлиғиң барлиқ әлләр арисида аян болиду. Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа; Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй! Җими қовмлар хошаллиқ билән тәнтәнә қилип күйлигәй, Чүнки Сән хәлиқ-милләтләргә адиллиқ билән һөкүм чиқирисән, Йәр йүзидики таипиләрни, Сән йетәкләйсән; Селаһ. Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй, и Худа; Барлиқ қовмлар Сени мәдһийилигәй! Вә йәр-зимин көклирини үндүриду; Худа, бизниң Худайимиз, бизни бәрикәтләйду; Худа бизни бәрикәтләйду; Шуниң билән йәр йүзндикиләр чәт-яқиларғичә униңдин әйминишиду!