Зәбур. 70. Сәндин, Пәрвәрдигардин панаһ тапимән; Мени һәргиз йәргә қаратмиғайсән. Өз һәққанийлиғиңда мени қутулдурғайсән; Маңа қулақ салғайсән, Мени қутқузғайсән! Маңа өзүм дайим панаһлинидиған туралғу қорам таш болғайсән; Сән мени қутқузушқа буйруқ чүшүргәйсән; Чүнки Сән егиз тешим, қорғинимдурсән. Худайим, мени рәзилләрниң қолидин, Һәққанийәтсиз, рәһимсиз адәмдин азат қилғайсән; Чүнки Сән мениң үмүтүмдурсән, и Рәб Пәрвәрдигар, Яшлиғимдин тартипла мениң таянчимдурсән; Балиятқудики вақиттин башлап мән Саңа тайинип кәлдим, Өзүң мени анамниң қарнидин чиқарғучисән; Мәдһийәмниң темиси болса һәрдайим Сән тоғрилиқтур. Мән нурғунларға ғәйрий яки карамәт саналдим; Чүнки Сән мениң мустәһкәм панаһгаһимдурсән. Ағзим күн бойи мәдһийилириң һәм шан-шәрипиңгә толиду; Әнди қериғинимда мени ташлимиғайсән; Мағдурум кәткинидә, мәндин ваз кәчмигәйсән. Чүнки дүшмәнлирим маңа қарши сөзлишиду; Җенимни елишқа көзләватқанлар қәстлишип: — «Худа униңдин ваз кәчти; Уни қоғлап тутувелиңлар, Чүнки қутулдурудиғанлар йоқтур» — дейишиду. И Худа, мәндин жирақлашмиғайсән; И Худайим, маңа ярдәмгә тез кәлгәйсән! Җенимға күшәндә болғанлар шәрмәндә болуп йоқитилисун; Зийинимға интилгәнләр рәсвалиқ һәм шәрмәндичилик билән қаплансун; Бирақ мән болсам, изчил үмүттә болимән, Сени техиму мәдһийиләймән. Һәққанийлиғиң, ниҗатлиғиң ағзимда күн бойи баян қилиниду; Булар сан-санақсиздур, билгинимдин көп артуқтур. Мән Рәб Пәрвәрдигарниң бүйүк ишлирини җакалиған һалда келимән; Сениң һәққанийлиғиңни яд етип җакалаймән — Пәқәт Сениңкинила! И Худа, Сән яшлиғимдин тартип маңа үгитип кәлгәнсән; Бүгүнгә қәдәр Сениң қилған карамәт ишлириңни җакалап келиватимән. Әнди һазир мән қерип, ақ чачлиқ болғинимда, и Худа, Мән бу дәвиргә күчлүк билигиңни җакалиғичә, Келәр әвлатниң һәммисигә қудритиңни аян қилғичә, Мени ташливәтмигәйсән! И улуқ карамәт ишларни қилған Худа, Һәққанийлиғиң пәләккә тақашти; Саңа кимму охшаш болалисун! Сән маңа көп һәм еғир күлпәтләрни көрсәткән екәнсән, Мени қайтидин йеңилайсән, йәр тәглиридин қайтуруп елип чиқисән; Сән мениң иззәт-һөрмитимни техиму жуқури қилип, Һәр тәрәптин маңа тәсәлли берисән. Мән Сени раваб челип мәдһийиләймән, Сениң һәқиқитиңни мәдһийиләймән, и Худайим; Чилтар челип Сени күйләймән, и Сән, Исраилниң Муқәддиси! Саңа күйләр ейтқинимда, ләвлирим тәнтәнә қилиду, Өзүң һөрлүккә чиқарған җенимму шундақ роһлинип ейтиду; Тилим күн бойи һәққанийлиғиң тоғрисида сөзләйду; Чүнки маңа яманлиқ қилмақчи болғанлар йәргә қаритилип рәсва қилиниду.