Зәбур. 75. Нәғмичиләрниң бешиға, тарлиқ сазларда челинсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: — Йәһудада Худа тонулғандур; Униң нами Исраилда улуқдур. Униң панаһий җайи Салемда, Зион теғида Униң макани бар. У йәрдә У отлуқ оқларни, Қалқан, қилич һәм җәң қураллирини чеқип ташлиди. Селаһ. Өзүң ов-олҗа тағлиридин нәқәдәр шәрәплик, нәқәдәр әласән! Батурлар буланди; Улар узун уйқиға кәтти; Палванларниң һеч қайсиси өз қолини көтирәлмиди. Сениң әйиплишиң билән, и Яқупниң Худаси, Җәң һарвуси һәм атлар өлүктәк ухлитилди. Сәндин, Сәндин қорқуш керәктур; Ғәзәпләнгиниңдә ким алдиңда туралисун? Йәр йүзидики барлиқ мулайим мөминләрни қутқузуш үчүн, Сән Худа сорақ қилишқа орнуңдин турған вақтиңда, Асмандин һөкүмни чиқирип аңлатқуздуң; Йәр болса вәһимигә чүшүп, сүкүт қилди. Селаһ. Чүнки инсанларниң қәһри Саңа шөһрәт кәлтүриду; Уларниң қалған қәһри Саңа бәлвағ болиду. Пәрвәрдигар Худайиңларға қәсәм қилип, әмәл қилиңлар; Униң әтрапидики жуттикиләр қорқуши керәк болғучиға һәдийәләр сунсун; У әмирләрниңму роһини сундуриду; У йәр йүзидики падишаларға дәһшәтликтур.