Зәбур. 80. Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп «Гиттиф»та челинсун дәп, Асаф язған күй: — Күч-қуввитимиз болған Худаға күй ейтип яңритиңлар, Яқупниң Худасиға шатлинип тәнтәнә қилиңлар! Нахшини яңритип, дапни елип, Йеқимлиқ чилтар һәм равабни челиңлар! Йеңи айда, бәлгүләнгән вақитта, Байрам-һейт күнимиздә нағра-сүнай челиңлар! Чүнки бу Исраил үчүн бекитилгән бәлгүлимә, Яқупниң Худасиниң бир пәрманидур. У Мисир зиминида жүрүш қилғанлирида, (Шу йәрдә биз чүшәнмәйдиған бир тилни аңлап жүрәттуқ) У буни Йүсүпкә гува қилип бәрди; — «Униң мүрисини жүктин сақит қилдим, Униң қоли севәт көтириштин азат болди; Қистақчилиқта нида қилдиң, Мән сени азат қилдим; Гүлдүрмама чиққан мәхпий җайдин саңа җавап бәрдим; «Мәрибаһ» сулири бойида сени синидим». Селаһ. — «Тиңша, хәлқим, Мән сени гувалар билән агаһландурмән; И Исраил, Маңа қулақ салсаң еди! Араңда ят илаһ болмисун, Ят әлдики илаһқа баш әгмигин! Сени Мисирдин елип чиққан Пәрвәрдигар Худайиңдурмән; Ағзиңни йоған ач, Мән уни толдуримән. — Бирақ хәлқим садайимға қулақ салмиди, Исраилниң Маңа бағланғуси йоқ еди; Шуңа Мән уларни өз тәрсалиғиға қоювәттим; Улар өз мәслиһәтлири билән меңиверәтти. — Аһ, Мениң хәлқим Маңа қулақ салса еди! Исраил Мениң йоллиримда жүрсә еди! Уларниң дүшмәнлирини тезла егилдүрәр едим, Қолумни рәқиплиригә бурап, уларни басар едим. Пәрвәрдигарға нәпрәтләнгүчиләр Униң алдида зәиплишип бойсунар еди; Уларниң шу ахирити мәңгүгә болатти; Саңа аш-буғдайниң әң есилини йегүзәр едим, Бәрһәқ, қорам таштин һәсәл аққузуп сени қандурар едим».