Зәбур. 92. Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! У һәйвәтни кийим қилип кийгән; Пәрвәрдигар кийингән, У белини қудрәт билән бағлиған; Бәрһәқ, шуңа дуния мәзмут қилинған, У тәврәнмәс әсла. Сениң тәхтиң қедимдила бәрпа қилинған; Сән әзәлдин бар болғучисән! Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди, и Пәрвәрдигар, Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди! Кәлкүн-ташқинлар урғучи долқунлирини жуқури көтәрди! Көп суларниң шавқунлиридин, Деңиз-океандики қудрәтлик долқунлардин, Үстүн турған Пәрвәрдигар қудрәтликтур! Сениң агаһ-гувалиқлириң немидегән ишәшликтур! Күнләр йоқ болғичә, и Пәрвәрдигар, Өйүңгә пак-муқәддәслик әбәдил-әбәт равадур.