Зәбур. 94. Келиңлар, Пәрвәрдигарни яңритип күйләйли, Ниҗатлиғимиз болған Қорам Тешимизға тәнтәнә қилайли! Тәшәккүрләр билән униң алдиға келәйли, Униңға күйләр билән тәнтәнә қилайли! Чүнки Пәрвәрдигар — бүйүк бир илаһтур, Пүткүл илаһлар үстидики бүйүк бир Падишадур. Йәрниң тәглири Униң қолидидур, Тағларниң чоққилириму Униңкидур. Деңиз Униңки, У уни яратқан; Қуруқлуқни Униң қоллири шәкилләндүрди. Келиңлар, Униңға баш уруп сәҗдә қилайли, Пәрвәрдигар Яратқучимиз алдида тиз пүкәйли! Чүнки У бизниң Худайимиздур, Биз болсақ Униң яйлиғидики хәлиқ, Униң қоли бақидиған қойлармиз. Бүгүн, әгәр Униң авазини аңлисаңлар, Әйни чағларда Мәрибаһда болғандәк, чөл-баявандики Массаһда болған күндәк, Жүригиңларни җаһил қилмаңлар!   Мана шу йәрдә ата-бовилириңлар Мени синиди, испатлиди һәм қилғинимни көрди. Мән қириқ жил шу дәвирдин бизар болуп: — «Булар көңлидә адашқан бир хәлиқтур, Мениң йоллиримни һеч билип йәтмигән» — дедим. Шуңа Мән ғәзәплинип қәсәм ичип: — «Улар һәргиз Мениң арамгаһимға кирмәйду» — дедим.