Зәбур. 96. Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! Йәр-зимин хуш болсун, Көплигән араллар шатлансун! Булутлар вә қараңғулуқ Униң әтрапидидур, Һәққанийәт вә адаләт тәхтиниң улидур; Униң алдида от ялқуни жүриду, Әтраптики дүшмәнлирини көйдүрүп ташлайду; Униң чақмақлири җаһанни йорутти, Йәр буни көрүп титрәп кәтти; Пәрвәрдигарниң алдида, Пүткүл зиминниң егисиниң алдида, Тағлар момдәк ерип кетиду. Асманлар Униң һәққанийитини җакалайду, Барлиқ хәлиқләр Униң шан-шәривини көриду. Ойма һәйкәлләргә чоқунғанлар, Бутлар билән махтинип жүргүчиләрниң һәммиси уятта қалиду. Барлиқ илаһлар, Униңға сәҗдә қилиңлар! Сениң һөкүмлириң сәвәвидин, и Пәрвәрдигар, Зион аңлап шатланди, Йәһуда қизлири хуш болди. Чүнки Сән Пәрвәрдигар пүткүл йәр йүзи үстидики әң алийсидурсән; Сән барлиқ илаһлардин нәқәдәр жуқуридурсән! Пәрвәрдигарни сөйгәнләр, яманлиқтин нәпрәтлиниңлар! У мөмин бәндилириниң җенидин хәвәр алиду, Рәзилләрниң чаңгилидин халас қилиду. Һәққанийлар үчүн нур, Дили дуруслар үчүн шатлиқ терилғандур; Пәрвәрдигардин шатлиниңлар, и һәққанийлар, Униң пак-муқәддәслигини яд етип тәшәккүр ейтиңлар!