Зәбур. 99. Тәшәккүр ейтиш үчүн йезилған күй: — И пүткүл йәр-җаһан, Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар! Хошаллиқ билән Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар, Һозуриға тәнтәнә-нахшилар билән йеқинлишиңлар! Билип қоюңларки, Пәрвәрдигар һәқ Худадур; Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс! Биз униң хәлқидурмиз, Өз яйлиғида баққан қойлиридурмиз.   Дәрвазилириға тәшәккүр ейтишлар билән, Һойлилириға мәдһийәләр билән кириңлар; Уни мәдһийиләп, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! Чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; Униң меһир-муһәббити әбәдил-әбәткичә, Униң һәқиқәт-садақити әвлаттин-әвлатқичидур!