Зәбур. 110. Һәмдусана! Көңли дурусларниң мәшрипидә, Һәм җамаәттә туруп, Пәрвәрдигарға пүтүн қәлбим билән тәшәккүр ейтимән. Пәрвәрдигарниң ясиғанлири улуқдур; Булардин хурсән болғанлар издинип уларни сүрүштүрмәктә. Униң әҗри шәрәп вә һәйвәттур, Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду. У Өз мөҗизилирини яд әткүзиду; Пәрвәрдигар муһәббәтлик һәм рәһимдилликтур. У Өзидин әйминидиғанларни аш билән тәминләйду; Өз әһдисини һемишә яд етиду. У әмәллиридики қудритини Өз хәлқигә көрситип, Башқа әлләрниң мирас-зиминини уларға тәқдим қилди. Униң қоли қилғанлири һәқиқәт-садақәт вә адиллиқтур; Униң барлиқ көрсәтмилири ишәшликтур. Булар әбәдил-әбәткичә инавәтликтур; Һәқиқәттә һәм дуруслуқта чиқирилғандур. У Өз хәлқигә ниҗатлиқ әвәтти; Өз әһдисини әмир қилип мәңгүгә бекитти; Муқәддәс һәм сүрлүктур Униң нами. Пәрвәрдигардин қорқуш даналиқниң башлинишидур; Униң һөкүмлирини тутқанларниң һәммиси йорутулған адәмләрдур; Униң мәдһийиси мәңгү туриду.