Зәбур. 111. Һәмдусана! Пәрвәрдигардин әйминидиған, Униң әмирлирини зор хурсәнлик дәп билидиған адәм бәхитликтур!   Униң нәсли зиминда туруп күч-қудрәтлик болиду; Дурусларниң дәври бәхитлик болиду. Униң өйидә дөләт һәм байлиқлар болиду; Һәққанийлиғи мәңгүгә туриду. Қараңғулуқта турған дурус адәмгә нур пәйда болиду; У шәпқәтлик, рәһимдил һәм һәққанийдур. Хәйрхаһ, өтнә берип туридиған адәмниң бәхити болиду; У өз ишлирини адиллиқ билән жүргүзиду. Бәрһәқ, у әбәдий тәвритилмәйду; Һәққаний адәм мәңгүгә әслиниду. У шум хәвәрдин қорқмайду; Униң көңли тоқ һалда, Пәрвәрдигарға таянған. Дили мәһкәм қилинған, у қорқмайду; Ахирида у рәқиплириниң мәғлубийитини көриду. У өзиниңкини мәртләрчә тарқатқан, Йоқсулларға бериду; Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду; Униң мүңгүзи иззәт-шөһрәт билән көтирилиду. Рәзил адәм буни көрүп чидимайду, Чишлирини ғуҗурлитиду, у ерип кетиду; Рәзилләрниң арзу-һәвиси йоқитилиду.