Зәбур. 120. «Жуқириға чиқиш нахшиси» Көзлиримни тағлар тәрәпкә көтирип қараймән; Мениң ярдимим қәйәрдин келур? Мениң ярдимим Пәрвәрдигардиндур; Асман-зиминни Яратқучидиндур. У путуңни һеч тейилдурмайду; Сени сақлиғучи һеч үгдимәйду! Мана, қара, Исраилни сақлиғучи һәм үгдимәйду, һәм ухлимайду! Пәрвәрдигар сениң сақлиғучиңдур; Пәрвәрдигар оң йениңдики сайивәндур. Қуяш күндүздә, ай кечидә саңа зәрәр йәткүзмәйду; Пәрвәрдигар барлиқ яманлиқтин сени сақлайду; У җениңни сақлайду; Пәрвәрдигар чиқишиңни, киришиңни, Буниңдин кейин әбәдил-әбәткичә сақлайду.