Зәбур. 124. «Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигарға таянғанлар Зион теғидәктур; Уни тәврәткили болмайду, У мәңгүлүк туриду. Йерусалим! Тағлар униң әтрапини оруған, Һәм Пәрвәрдигар һазирдин та әбәткичә Өз хәлқиниң әтрапини орайду. Чүнки рәзилләрниң һоқуқ һасиси һәққанийларниң несивисини башқурмайду; Болмиса һәққанийларму қоллирини қәбиһликкә узартиши мүмкин. Пәрвәрдигар, меһриванларға меһриванлиқ қилғайсән; Көңли дурусларғиму шундақ болсун. Бирақ әгир йолларға бурулуп кәткәнләрни болса, Пәрвәрдигар уларни қәбиһлик қилғучилар билән тәң шаллайду. Исраилға аман-хатирҗәмлик болғай!