Зәбур. 125. «Жуқириға чиқиш нахшиси» Пәрвәрдигар Зиондин сүргүн болғанларни қайтуруп кәлгәндә, Биз чүш көргәндәкла болдуқ; Ағзимиз күлкигә, Тилимиз шатлинишқа толди; Шу тапта әлләр арисида улар: — «Пәрвәрдигар уларға зор ишларни қилип бәрди» — дейишти. Пәрвәрдигар дәрвәқә биз үчүн зор ишларни қилди, Биз булардин шатлинимиз. Җәнуптики қуруқ ериқлар шар-шар суларға айландурулғандәк, Биз тутқунларниму өз әркимизгә қайтурғайсән, и Пәрвәрдигар; Көз яшлирини еқитип териғанлар шатлиқ билән орар; Жиғлап жүрүп чачидиған уруқни көтәргән киши, Бәрһәқ, шатлиқ-тәнтәнә билән ориған бағлирини көтирип қайтип келиду.