Зәбур. 133. «Жуқириға чиқиш нахшиси» Мана, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар, И, кечичә Пәрвәрдигарниң өйидә туридиған, Пәрвәрдигарниң барлиқ қуллири! Муқәддәс җайда туруп қоллириңларни көтирип Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! Асман-зиминни Яратқучи Пәрвәрдигар силәрни Зиондин бәрикәтлигәй!