Зәбур. 134. Һәмдусана! Пәрвәрдигарниң намини мәдһийиләңлар, Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң қуллири! Уни мәдһийиләңлар, Пәрвәрдигарниң өйидә турғанлар, Худайимизниң һойлилирида турғанлар! Яһни мәдһийиләңлар, чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; Униң намиға күй ейтиңлар; Чүнки мошундақ қилиш шериндур; Чүнки Яһ Яқупни Өзиниңки болушқа, Исраилни Өз мираси болушқа талливалди. Чүнки өзүм билимәнки, Пәрвәрдигар улуқдур; Рәббимиз барлиқ илаһлардин үстүндур. Пәрвәрдигар немә ишни мувапиқ көргән болса, У асманларда, Зиминда, Деңизларда һәм униң барлиқ тәглиридиму шуни қилғандур. У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду; Ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилиду; Шамални Өз ғәзнилиридин чиқириду. У Мисирдики тунҗа оғулларни һалак қилди, Инсанларниң болсун, һайванларниң болсун һәммини уруп һалак қилди. У аламәтләрни, мөҗизиләрни араңларға әвәтти, и Мисир; Пирәвн вә униң һәммә қуллири үстигә әвәтти. У улуқ әлләрни урувәтти, Қудрәтлик падишаларни өлтүрүвәтти; Аморийларниң падишаси Сиһонни, Башанниң падишаси Огни, Қанаандики барлиқ падишалиқларни урувәтти. Уларниң зиминини мирас қилип, Өз хәлқи Исраилға мирас болушқа тәқдим қилди. Сениң намиң, Пәрвәрдигар, мәңгүгә, Шөһрәт-хатирәң дәвирдин-дәвиргичидур. Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқиниң дәвасини сорайду; Өз қуллириға рәһим қилиду. Әлләрниң бутлири болса пәқәтла күмүч-алтундин ибарәттур, Уларни инсанниң қоллири ясиғандур, халас. Уларниң ағзи бар, бирақ сөзлимәйду; Көзлири бар, бирақ көрмәйду; Қулақлири бар, бирақ аңлимайду, Ағзида һеч нәпәс йоқтур. Уларни ясиғанлар уларға охшап қалиду, Уларға таянғанларму шундақтур. Исраил җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; Һарун җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; Лавий җәмәти, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар; Пәрвәрдигардин қорқидиғанлар, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! Йерусалимда маканлашқан Пәрвәрдигарға Зиондин тәшәккүр-мәдһийә ейтилсун! Һәмдусана!