Зәбур. 135. Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, У меһривандур; Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Рәбләрниң Рәббигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Зор карамәтләрни бирдин-бир Жүргүзгучигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Әқил-парасәт арқилиқ асманларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Зиминни сулар үстидә созуп Турғузғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Улуқ нур җисимлирини Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Күндүзни башқуридиған қуяшни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Кечини башқурдиған ай һәм юлтузларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Уларниң тунҗилирини уруп, Мисирға зәрб бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Исраилни улар арисидин чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Күчлүк қол һәм узатқан биләк билән уларни Чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Қизил деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Қизил деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Бүйүк падишаларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Һәм мәшһур падишаларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Җүмлидин Аморийларниң падишаси Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; — Һәм Башан падишаси Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Буни бәндиси Исраилға мирас қилип бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Һалимиз харап әһвалда, бизләрни Әслигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Бизни әзгәнләрдин қутулдурғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Барлиқ әт егилиригә озуқ Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур; Әршләрдики Тәңригә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур!