Зәбур. 136. Бабилдики дәрия-ериқлар бойида биз олтардуқ; Зионни әслигинимиздә, бәрһәқ жиға көтәрдуқ; Чилтаримизни арисидики сөгәтләргә есип қойдуқ. Чүнки бизни сүргүн қилғанлар биздин нахша тәләп қилди; Бизни зарлатқучилар биздин тамашә тәләп қилип: — «Һәй, Зион нахшилиридин бирни бизгә ейтқина» — дейишти. Яқа жутта туруп Пәрвәрдигарниң нахшисини қандақму ейтайли? Әй Йерусалим, мән сени унтусам, Оң қолум маһаритини унтусун! Сени әслимисәм, — Йерусалимни әң чоң хурсәнлигимдин әвзәл көрмисәм — Тилим таңлайимға чаплишип қалсун! И Пәрвәрдигар, Едом балилиридин һесап алғанда, Йерусалимниң бешиға чүшкән күнини ядиңға кәлтүргәйсән; Чүнки улар: «Уни йәр билән йәксан қилиңлар, Улиғичә йәр билән йәксан қилиңлар!» дейишти. И булиниш алдида турған Бабил қизи, Бизгә қилған қилмишлириңни өзүңгә қайтурғучи бәхитликтур! Бовақлириңни елип ташқа атқучи киши бәхитликтур!