Зәбур. 144. Мәдһийә: Давут язған күй: — |א| Мән Сени мәдһийиләп улуқлаймән, Худайим, и Падишаһ; Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән. |ב| һәр күни Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән, Намиңға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуримән! |ג| Улуқдур Пәрвәрдигар, зор мәдһийиләргә лайиқтур! Униң улуқлуғини сүрүштүрүп болғили болмас; |ד| Бир дәвир йеңи бир дәвиргә Сениң қилғанлириңни махтайду; Улар қудрәтлик қилғанлириңни җакалайду; |ה| Мән һәйвитиңниң шәрәплик җулалиқини, Вә карамәт мөҗизилириңни сеғинип сөзләймән; |ו|: Шуниң билән улар қорқунучлуқ ишлириңниң қудритини баян қилиду; Мәнму улуқ әмәллириңни җакалаймән! |ז| Улар зор меһриванлиғиңни әсләп, уни мубарәкләп тарқитиду, Һәққанлийлиғиң тоғрилиқ жуқури авазда күйләйду. |ח| Пәрвәрдигар меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдилдур; Асан ғәзәпләнмәйду, У зор меһир-муһәббәтликтур; |ט| Пәрвәрдигар һәммигә меһривандур; Униң рәһимдиллиқлири барчә яратқанлириниң үстидидур; |י| Сениң барлиқ ясиғанлириң Сени мәдһийиләйду, и Пәрвәрдигар, Сениң мөмин бәндилириң Саңа тәшәккүр-мәдһийә қайтуриду. |כ| Улар падишалиғиңниң шәривидин хәвәр йәткүзиду, Күч-қудритиңни сөзләйду; |ל| Шундақ қилип инсан балилириға қудрәтлик ишлириң, Падишаһлиғиңниң шәрәплик һәйвиси аян қилиниду. |מ| Сениң падишалиғиң әбәдий падишалиқтур, Сәлтәнитиң әвлаттин-әвлатқичидур. |ס| Пәрвәрдигар жиқилай дегәнләрниң һәммисини йөләйду, Егилип қалғанларниң һәммисини турғузиду. |ע| Һәммәйләнниң көзлири Саңа тикилип күтиду; Уларға өз вақтида рисқини тәқсим қилип берисән; |פ| Қолуңни ечишиң биләнла, Барлиқ җан егилириниң арзусини қандурисән. |צ| Пәрвәрдигар барлиқ йоллирида һәққанийдур, Ясиғанлириниң һәммисигә муһәббәтликтур. |ק| Пәрвәрдигар Өзигә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур, Өзигә һәқиқәттә нида қилғанларниң һәммисигә йеқиндур; |ר| У Өзидин әйминидиғанларниң арзусини әмәлгә ашуриду; Уларниң пәрядини аңлап уларни қутқузиду. |ש| Пәрвәрдигар Өзини сөйгәнләрниң һәммисидин хәвәр алиду; Рәзилләрниң һәммисини йоқитиду. |ת| Ағзим Пәрвәрдигарниң мәдһийисини ейтиду; Барлиқ әт егилири әбәдил-әбәт униң муқәддәс намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтурғай!