Зәбур. 147. Пәрвәрдигарни махтаңлар, и Йерусалим; Худайиңни мәдһийилә, и Зион. Чүнки У дәрвазилириңниң тақақлирини мәһкәм қилиду; Сениңдә туруватқан пәрзәнтлириңгә бәхит-бәрикәт бәрди. У чәт-чегаралириңда арам-течлиқ жүргүзиду, Сени буғдайниң есили билән қанаәтләндүриду. У Өз әмир-бешарәтлирини йәр йүзигә әвәтиду; Униң сөз-калами интайин тез жүгүриду. У ақ қарни жуңдәк бериду, Қиравни күлләрдәк тарқитиду. Униң музини нан увақлиридәк қилип парчиливетиду; Униң соғуғи алдида ким туралисун? У сөзини әвәтип, уларни еритиду; Униң шамилини чиқирип, суларни аққузиду. У Өз сөз-каламини Яқупқа, Бәлгүлимилирини һәм һөкүмлирини Исраилға аян қилиду; У башқа һеч бир әлгә мундақ муамилә қилмиғандур; Униң һөкүмлирини болса, улар билип баққан әмәс. Һәмдусана!