Зәбур. 148. Һәмдусана! Пәрвәрдигарни асманлардин мәдһийиләңлар; Жуқири җайларда Уни мәдһийиләңлар; Уни мәдһийиләңлар, барлиқ пәриштилири; Уни мәдһийиләңлар, барлиқ қошунлири! Уни мәдһийиләңлар, и қуяш һәм ай, Уни мәдһийиләңлар, һәммә парлақ юлтузлар; Уни мәдһийиләңлар, асманларниң асманлири, Асмандин жуқури җайлашқан сулар! Булар Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун; Чүнки У буйруған һаман, улар яратилғандур; У уларни әбәдил-әбәткичә турғузди; Улар үчүн вақти өтмәйдиған бәлгүлимини буйруған. Пәрвәрдигарни зиминдин мәдһийиләңлар, Деңиздики барлиқ әҗдиһалар, деңизниң барлиқ тәглири; От, мөлдүз, қар, туман, Униң сөзигә әмәл қилидиған җудунлуқ шамал; Тағлар һәм барлиқ дөңләр, Мевилик дәрәқләр, барлиқ кедир дәрәқлири, Явайи һайванлар, барлиқ мал-варанлар, Өмилигүчиләр һәм учар-қанатлар; Җаһан падишалири вә барлиқ қовмлар, Әмирләр һәм йәр йүзидики барлиқ һаким-сотчилар; Һәм жигитләр һәм қизлар, Бовайлар вә яшлар, — Һәммиси Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилисун; Чүнки пәқәтла Униң нами алийдур; Униң һәйвити йәр һәм асмандин үстүн туриду. Һәм У Өз хәлқиниң мүңгүзини, Йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийисини егиз көтәргүзгән; Улар Исраил балилири, Өзигә йеқин бир хәлиқтур! Һәмдусана!