Зәбур. 150. Һәмдусана! Тәңрини Униң муқәддәс җайида мәдһийиләңлар; Қудрити парлап туридиған әршләрдә Уни мәдһийиләңлар; Уни қудрәтлик ишлири үчүн мәдһийиләңлар; Ғайәт улуқлуғи үчүн Уни мәдһийиләңлар; Уни бурға садаси билән мәдһийиләңлар; Уни раваб һәм чилтар билән мәдһийиләңлар; Уни дап һәм уссул билән мәдһийиләңлар; Уни тарлиқ сазлар һәм нәй билән мәдһийиләңлар; Уни җараңлиқ чаңлар һәм яңрақ чаңлар билән мәдһийиләңлар; Барлиқ нәпәс егилири Яһни мәдһийилисун! Һәмдусана!