Пәнд-несиһәтләр. 10. Падиша Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: — Дана оғул атисини шат қилар; Әқилсиз оғул анисини қайғу-һәсрәткә салар. Һарам байлиқларниң һеч пайдиси болмас; Һәққанийәт инсанни өлүмдин қутулдурар. Пәрвәрдигар һәққаний адәмниң җенини ач қоймас; Лекин у қәбиһләрниң нәпсини боғуп қояр. Һорунлуқ кишини гадай қилар; Ишчанлиқ болса баяшат қилар.   Язда һосулни жиғивалғучи — дана оғулдур; Лекин орма вақтида ухлап ятқучи — хиҗаләткә қалдуридиған оғулдур. Бәрикәт һәққаний адәмниң бешиға чүшәр; Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар. Һәққаний адәмниң ядикари мубарәктур; Яманларниң нами болса, сесиқ қалар. Дана адәм йолйоруқ-несиһәтләрни қобул қилар; Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар. Ғубарсиз жүргән кишиниң жүрүш-туруши турақлиқтур, Йоллирини әгир қилғанниң кири ахири ашкарилиниду. Көз ишаритини қилип жүридиғанлар адәмни дағда қалдурар; Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар. Һәққаний адәмниң ағзи һаятлиқ булиқидур, Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар.   Өчмәнлик җедәл қозғар; Меһир-муһәббәт һәммә гуналарни япар. Әқил-идрақлик адәмниң ағзидин даналиқ тепилар; Әқилсизниң дүмбисигә палақ тегәр. Дана адәмләр билимләрни зиядә топлар; Лекин ахмақниң ағзи уни һалакәткә йеқинлаштурар. Мал-дуниялири гоя мәзмут шәһәрдәк байниң капалитидур; Мискинни һалак қилидиған иш дәл униң намратлиғидур. Һәққанийларниң әҗирлири җанға җан қошар, Қәбиһләрниң һосули гунанила көпәйтиштур. Несиһәтни аңлап уни сақлиғучи һаятлиқ йолиға маңар; Тәнбиһләрни рәт қилған киши йолдин азғанлардур. Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас; Төһмәт чаплиғанлар ахмақтур. Гәп көп болуп кәтсә, гунадин халий болмас, Лекин ағзиға егә болған әқиллиқтур. Һәққаний адәмниң сөзи худди сап күмүч; Яманниң ойлири толиму әрзимәстур. Һәққаний адәмниң сөзлири нурғун кишини қувәтләр; Ахмақлар әқли кәмлигидин өләр. Пәрвәрдигарниң ата қилған бәрикити адәмни дөләтмән қилар; У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас. Ахмақ қәбиһликни тамашә дәп биләр; Амма даналиқ йорутулған кишиниң хурсәнлигидур.   Яман киши немидин қорқса шуниңға учрар; Һәққаний адәмниң арзуси әмәлгә ашурулар. Яман адәм қуюндәк өтүп йоқар; Лекин һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәктур. Адәм аччиқ су жутувалғандәк, Көзигә ис-түтәк кирип кәткәндәк, Һорун адәмни ишқа әвәткәнму шундақ болар. Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни узун қилар, Яманниң өмри қисқартилар. Һәққаний адәмниң үмүти хурсәнлик елип келәр; Лекин рәзилниң күткини йоққа чиқар. Пәрвәрдигарниң йоли дурус яшаватқанларға башпанаһдур; Қәбиһлик қилғучиларға болса һалакәттур. Һәққанийларниң орни мустәһкәмдур; Яманлар зиминда узун турмас. Һәққаний адәмниң ағзидин даналиқ чиқар; Лекин шумлуқ тил кесип ташлинар. Һәққаний адәмниң сөзи кишигә мок хушяқар; Яман адәмниң ағзидин шумлуқ чиқар.