Пәнд-несиһәтләр. 11. Ялған тараза Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Адил җиң теши Уни хурсән қилар. Тәкәббурлуқ билән биргә шәрмәндичилик әгишип келәр; Лекин даналиқ кичик пеилларға һәмраһ болар. Тоғриларниң сәмимийлиги өзини йетәкләр; Лекин каззапларниң әгирлиги өзини вәйран қилар. Худаниң ғәзәп күнидә мал-дунияниң пайдиси болмас; Лекин һәққанийәт адәмни өлүмдин қутқузар. Камил адәмниң һәққанийлиғи өзини түз йолға башлар; Яман адәм өз яманлиғидин жиқилар. Дурус адәмләрниң һәққанийлиғи өзлирини қутқузар; Лекин каззаплар өз һейлә-нәйриңидин тутулар. Рәзил адәм өлсә, униң үмүти йоққа чиқар; Гунакарниң үмүти ахири қуруқ қалар. Һәққаний адәм қийинчилиқтин халий қилинар; Рәзил адәм униң орниға тутулар. Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар; Лекин һәққанийлар билими билән қутқузулар. Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар; Рәзил адәм һалак болса, хәлиқ тәнтәнә қилар. Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр; Лекин рәзилләрниң тили билән вәйран болар. Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур; Амма йорутулған адәм ағзини жиғар. Гәп тошуғучи мәхпийәтләрни ашкарилар; Садиқ адәм аманәткә хиянәт қилмас. Йолйоруқ кам болса, әл-жут жиқилар; Улуқ бир мәслиһәтчи болса, әл ниҗат тапар.   Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас; Қол беришип кепил болушни яман көргән кишиниң қулиқи тинич болар. Шапаәтлик аял иззәт-һөрмәтни қолдин бәрмәс; Зораванлар байлиқни қолдин бәрмәс. Рәһимдил өз-өзигә бәхит яритар; Рәһимсиз өз тенини ағритар. Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар; Амма һәққанийәт териғучи адәм әмәлий инъам алар. Һәққанийәт адәмгә һаятлиқ тапқузар; Яманлиқни көзләп жүридиған киши өлүмгә йүз тутар. Нийити бузуқ киши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Амма йоли диянәтлик кишиләр униң хурсәнлигидур. Қол тутушуп бирләшсиму, яманлар җазаға тартилмай қалмас; Лекин һәққанийларниң нәсли ниҗат тапар.   Чирайлиқ амма тетиқсиз хотун, Чошқиниң тумшуғиға алтун һалқа салғандәктур. Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр; Яманларниң күткини ғәзәп-нәпрәттур. Бирәв мәртләрчә тарқатсиму, гүллинәр; Йәнә бирәв беришкә тегишлигини айисиму, пәқәт намратлишар. Мәрт адәм әтлинәр; Башқиларни суғарғучи өзиму суғирилар. Ашлиқни сатмай бесивалған киши әлниң ләнитигә учрайду; Лекин ашлиқни сетип бәргүчигә бәрикәт тилинәр. Яхшилиқни издәп интилгән адәм шапаәт тапар; Яманлиқни издигән адәм өзи яманлиқ көрәр. Өз мал-дуниясиға таянғучи жиқилар; Һәққаний киши йопурмақтәк көкирәр. Өз өйигә азарчилиқ салған киши шамалға мирас болар; Әқилсиз адәм ақиланиниң қули болуп қалар. Һәққанийниң беридиған мевиси «һаятлиқ дәриғи»дур; Дана киши көңүлләрни һаятлиққа майил қилар. Қараңлар, һәққаний адәм бу дунияда сәһвәнлиги үчүн бәдәл төлигән йәрдә, Рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар?