Пәнд-несиһәтләр. 12. Кимки тәрбийини қәдирлисә, билимниму сөйгүчидур; Лекин тәнбиһкә нәпрәтләнгән надан-һамақәттур. Яхши нийәтлик адәм Пәрвәрдигарниң илтипатиға еришәр; Амма Пәрвәрдигар һейлә-микирлик адәмниң гунайини бекитәр. Адәмләр яманлиқ қилип аманлиқ тапалмас; Лекин һәққанийларниң йилтизи тәврәнмәс. Пәзиләтлик аял ериниң таҗидур; Амма уни уятқа салғучи хотун униң устихинини чиритәр. Һәққаний адәмниң ой-пикри дурус һөкүм чиқирар; Яманларниң несиһәтлири мәккарлиқтур. Яманларниң сөзлири қан төкидиған қилтақтур; Лекин дурусниң сөзи адәмни қилтақтин қутулдурар. Яманлар ағдурулуп, йоқилар; Лекин һәққанийларниң өйи мәзмут турар.   Адәм өз зериклиги билән махташқа сазавәр болар; Әгир нийәтлик киши көзгә илинмас. Пеқир туруп хизмәткари бар киши, Өзини чоң тутуп ач жүргән кишидин яхшидур. Һәққаний адәм өз улиғиниму асрар; Амма рәзил адәмниң болса һәтта рәһимдиллиғиму залимлиқтур. Тиришип териқчилиқ қилған деханниң қосиғи тоқ болар; Амма хам хиялларға берилгән кишиниң әқли йоқтур. Яман адәм яманлиқ қилтиғини көзләп олтирар; Амма һәққаний адәмниң йилтизи мевә берип турар. Яман адәм өз ағзиниң гунайидин тутулар; Һәққаний адәм мушәққәт-қийинчилиқтин қутулар.   Адәм өз ағзиниң мевисидин қанаәт тапар; Өз қоли билән қилғанлиридин униңға яндурулар. Ахмақ өз йолини тоғра дәп биләр; Амма дәвәткә қулақ салған киши ақиланидур. Ахмақниң аччиғи кәлсә, тезла билинәр; Зерәк киши һақарәткә сәвир қилар, сәтчиликни ашкарилимас. Һәқиқәтни ейтқан кишидин адаләт билинәр; Ялған гувалиқ қилғучидин алдамчилиқ билинәр. Бәзлиләрниң йениклик билән ейтқан гепи адәмгә санҗилған қиличқа охшар; Бирақ ақиланиниң тили дәрдкә дәрмандур. Растчил мәңгү турғузулиду; Ләвзи ялған болса бирдәмликтур. Яманлиқниң койида жүргүчиниң көңлидә һейлә сақланғандур; Аманлиқни дәвәт қилғучилар хошаллиққа чөмәр. Һәққаний адәмниң бешиға һеч күлпәт чүшмәс; Қәбиһләр балаю-қазаға чөмүләр. Ялған сөзләйдиғанниң ләвлири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Лекин ләвзидә турғанларға У апирин ейтар. Пәмлик адәм билимини йошурар; Бирақ ахмақ наданлиғини җакалар. Тиришчан қол һоқуқ тутар; Һорун қол алванға тутулар. Көңүлниң ғәм-әндишиси кишини мүкчәйтәр; Лекин меһриванә бир сөз кишини роһландурар. Һәққаний киши өз дости билән биргә йол издәр; Бирақ яманларниң йоли өзлирини адаштурар. Һорун өзи тутқан овни пиширип йейәлмәс; Бирақ әтиварлиқ байлиқлар тиришчанға мәнсуптур. Һәққанийлиқниң йолида һаят тепилар; Шу йолда өлүм көрүнмәстур.