Пәнд-несиһәтләр. 14. Һәр бир дана аял өз аилисини ават қилар; Ахмақ аял аилисини өз қоли билән вәйран қилар. Дуруслуқ йолида маңидиған киши Пәрвәрдигардин қорқар; Қиңғир йолда маңған киши Худани көзгә илмас. Ахмақниң тәкәббур ағзи өзигә таяқ болар; Ақиланиниң ләвлири өзини қоғдар. Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар; Бирақ өкүзниң күчи болғандила саңға ашлиқ толар. Ишәшлик гувачи ялған ейтмас; Сахта гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар. Һакавурлар даналиқ издәп тапалмас; Бирақ йорутулған адәмгә билим елиш асанға чүшәр. Бирәвниң ағзида билим йоқлуғини билип йәткәндә, Униңдин өзүңни нери тарт. Әқил-парасәтлик кишиниң даналиғи өз йолини ойлиништидур; Ахмақларниң әқилсизлиги болса өзлириниң алдинишидур. Ахмақлар болса «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни көзгә илмайду, Һәққанийлар арисида болса илтипат тепилар. Көңүлдики дәрдни пәқәт өзила көтирәләр; Көңүлдики хушлуққиму башқилар шерик болалмас. Яманниң өйи өрүлүп чүшәр; Һәққаний адәмниң чедири гүллинип кетәр. Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар, Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур. Оюн-күлкә болса қәлбтики ғәм-қайғуни япар, Хошаллиқ өтүп кәткәндә, ғәм-қайғу йәнила қалар. Тоғра йолдин бурулуп янған адәм һаман өз йолидин тояр; Яхши адәм өз ишидин қанаәтлинәр. Саддилар һәммә гәпкә ишинип кетәр; Лекин пәм-парасәтлик киши һәр бир қәдәмни авайлап басар. Дана адәм еһтиятчан болуп аваричиликтин нери кетәр; Ахмақ һакавурлуқ қилип, өзигә ишинип алдиға маңар. Териккәк ахмақлиқ қилар; Нәйрәңваз адәм нәпрәткә учрар. Саддилар ахмақлиққа варислиқ қилар; Пәм-парасәтликләр билимни өз таҗи қилар. Яманлар яхшиларниң алдида егиләр; Қәбиһләр һәққанийниң дәрвазилири алдида баш урар. Намрат киши һәтта өз йеқиниғиму яман көрүнәр. Байниң дости болса көптур. Йеқинини пәс көргән гунакардур; Лекин мискинләргә рәһим қилған бәрикәт тапар. Яманлиқ ойлиғанлар йолдин адашқанлардин әмәсму? Бирақ яхшилиқ ойлиғанлар рәһим-шәпқәт, һәқиқәт-садиқлиққа муйәссәр болар. Һәммә меһнәттин пайда чиқар; Бирақ қуруқ параңлар адәмни муһтаҗлиқта қалдурар. Ақиланиләр үчүн байлиқлар бир таҗдур; Ахмақларниң наданлиғидин пәқәт йәнә шу наданлиқла чиқар. Һәққаний гувалиқ бәргүчи кишиләрниң һаятини қутқузар; Ялған-явидақ сөзләйдиған гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар. Пәрвәрдигардин қорқидиғанниң күчлүк йөләнчүки бар, Униң балилириму һимайигә егә болар. Пәрвәрдигардин қорқуш һаятниң булиқидур; У кишини әҗәллик қапқанлардин қутқузар.   Падишаһниң шан-шәриви пухрасиниң көплигидиндур; Пухрасиниң кәмлиги әмирниң һалакитидур. Еғир-бесиқ киши интайин ақил кишидур; Чечилғақ ахмақлиқни улуқлар. Хатирҗәм көңүл тәнниң сақлиғидур; Һәсрәт чекиш болса сүйәкләрни чиритар. Мискинни бозәк қилғучи — Пәрвәрдигарға һақарәт қилғучидур; Һаҗәтмәнләргә шапаәт қилиш Уни һөрмәтлигәнликтур. Яман өз яманлиғи ичидә жиқитилар; Һәққаний адәм һәтта сәкратта ятқандиму хатирҗәм болар. Йорутулған кишиниң көңлидә даналиқ ятар; Бирақ ахмақниң көңлидикиси ашкарә болмай қалмас. Һәққанийәт һәр қайси әлни жуқури көтирәр; Гуна һәр қандақ милләтни номусқа қалдурар. Падишаһниң илтипати әқиллиқ хизмәткарниң бешиға чүшәр; Бирақ униң ғәзиви номуста қалдурғучи уятсиз хизмәткариниң бешиға чүшәр.