Күйләрниң күйи. 1. «Күйләрниң күйи» — Сулайманниң күйи.   «У отлуқ ағзи билән мени сөйсун; Чүнки сениң муһәббитиң шараптин шериндур. Хушпурақтур сениң әтирлириң; Қуюлған пурақлиқ май сениң намиңдур; Шуңлашқа қизлар сени сөйиду. Көңлүмни өзүңгә мәһлия қилғайсән — Биз саңа әгишип жүгүрәйли! — Падиша мени өз һуҗрилириға әкиргәй!» «Биз сәндин хошал болуп шатлинимиз; Сениң муһәббәтлириңни шараптин артуқ әсләп тәрипләймиз». «Улар сени дуруслуқ билән сөйиду». — «Қара тәнлик болғиним билән чирайлиқмән, и Йерусалим қизлири! Бәрһәқ, Кедарлиқларниң чедирлиридәк, Сулайманниң пәрдилиридәк қаримән. Маңа тикилип қаримаңлар, Чүнки қаридурмән, Чүнки аптап мени көйдүрди; Анамниң оғуллири мәндин рәнҗигән; Шуңа улар мени үзүмзарларни баққучи қилди; Шуңа өз үзүмзаримни бақалмиғанмән». «Һәй, җеним сөйгиним, дегинә, Падаңни қәйәрдә бақисән? Уни күн қиямида қәйәрдә арам алғузисән? Һәмраһлириңниң падилири йенида чүмпәрдилик аяллардәк жүрүшүмниң немә һаҗити?» «И қиз-аяллар арисидики әң гүзили, әгәр сән буни билмисәң, Падамниң басқан излирини бесип меңип, Падичиниң чедири йенида өз оғлақлириңни озуқландурғин». «И сөйүмлүгүм, мән сени Пирәвнниң җәң һарвулириға қетилған бир байталға охшаттим; Сениң мәңизлириң тизилған мунчақлар билән, Бойнуң марҗанлар билән гөзәлдур. Биз саңа күмүч көзләр қуюлған, Алтундин зибу-зиннәтләрни ясап беримиз». «Падиша той дәстихинида олтарғинида, сумбул мәлһимим пурақ чачиду; Мениң сөйүмлүгүм, у маңа бир монәк мурмәккидур, У көкслирим арисида қонуп қалиду; Мениң сөйүмлүгүм маңа Ән-Гәдидики үзүмзарларда өскән бир ғунчә хенә гүлидәктур». «Мана, сән гөзәл, амриғим! Мана, сән шундақ гөзәл! Көзлириң пахтәкләрниңкидәктур!» «Мана, сән гөзәл, сөйүмлүгүм; Бәрһәқ, йеқимлиқ екәнсән; Бизниң орун-көрпимиз йешилдур; Өйимиздики лимлар кедир дәриғидин, Василиримиз арчилардиндур.