Күйләрниң күйи. 5. «Мән өз беғимға кирдим, Мениң сиңлим, мениң җөрәм; Мурмәккәмни тетитқулирим билән жиғдим, Һәрә көнигимни һәсилим билән йедим; Шарабимни сүтлирим билән ичтим». «Достлирим, йәңлар! Ичиңлар, көңлүңләр халиғанчә ичиңлар, и ашиқ-мәшуқлар!» «Мән ухлавататтим, бирақ көңлүм ойғақ еди: — — Сөйүмлүгүмниң авази! Мана, у ишикни қеқиватиду: — — «Маңа ечип бәр, и сиңлим, и амриғим; Мениң пахтиким, мениң ғубарсизим; Чүнки бешим шәбнәм билән, Чачлирим кечидики нәмлик билән һөл-һөл болуп кәтти!» «Мән төшәк кийимлиримни селивәткән, Қандақму уни йәнә кийивалай? Мән путлиримни жуйдум, Қандақму уларни йәнә булғай?» Сөйүмлүгүм қолини ишик төшүгидин тиқти; Мениң ич-бағрилирим униңға тәлмүрүп кәтти; Сөйүмлүгүмгә ечишқа қоптум; Қоллиримдин мурмәкки, Бармақлиримдин суюқ мурмәкки темиди, Тақақниң тутқучлири үстигә темиди; Сөйүмлүгүмгә ачтим; Бирақ сөйүмлүгүм бурулуп, кетип қалған еди. У сөз қилғанда роһум чиқип кәткән еди; Уни издидим, бирақ тапалмидим; Уни чақирдим, бирақ у җавап бәрмиди; Шәһәрни айлинидиған җесәкчиләр мени учритип мени урди, мени яриландурди; Сепиллардики күзәтчиләр чүмпәрдәмни мәндин тартивалди. И Йерусалим қизлири, сөйүмлүгүмни тапсаңлар, Униңға немә дәйсиләр? Униңға, сөйгиниң: «Мән муһәббәттин зәиплишип кәттим! — деди, дәңлар». «Сениң сөйүмлүгүңниң башқа бир сөйүмлүктин қандақ артуқ йери бар, И, аяллар арисидики әң гүзили? Сениң сөйүмлүгүңниң башқа бир сөйүмлүктин қандақ артуқ йери бар? — Сән бизгә шундақ тапилиғанғу?». «Мениң сөйүмлүгүм аппақ вә пақирақ, жүрәклик әзимәт, Он миң арисида туғдәк көрүнәрликтур; Униң беши сап алтундиндур, Будур чачлири атниң яйлидәк, Тағ қарғисидәк қара. Униң көзлири еқинлар бойидики пахтәкләрдәк, Сүт билән жуюлған, Яришиқида қоюлған; Униң мәңизлири бир тәштәк пурақлиқ өсүмлүктәктур; Айниған йеқимлиқ гүллүктәк; Униң ләвлири нилупәр, Улар суюқ мурмәккини темитиду; Униң қоллири алтун турубилар, Ичигә берил яқутлар қуюлған. Қосиғи нәқишлик пил чишлиридин ясалған, Көк яқутлар билән безәлгән. Униң путлири мәрмәр түврүкләр, Алтун үстигә тикләнгән. Униң салапити Ливанниңкидәк, Кедир дәрәқлиридәк көркәм-һәйвәтликтур. Униң ағзи бәкму шериндур; Бәрһәқ, у пүтүнләй гөзәлдур; Бу мениң сөйүмлүгүм, — Бәрһәқ, бу мениң амриғим, И Йерусалим қизлири!»