Йәшая. 23. Тур тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: — — И Таршиштики кемиләр, аһ-зар көтириңлар! Чүнки у харап қилинди, Шу йәрдә өй йоқ, портму йоқ. Сепрус арилидин бу хәвәр кемидикиләргә аян қилиниду.   Зидондики содигәрләр деңиздин өтүп силәрни тәминләп кәлди, и аралдикиләр, Әнди шүк болуңлар! Шиһордики бепаян сулар үстидин йөткигән данлар, Йәни Нил дәриясиниң һосули Турниң дарамити болған еди; У әлләрниң базири болған еди! И Зидон, хиҗаләт бол, Чүнки деңиз — йәни Турға қорған болған деңиз дәйдуки: — «Мәндә һеч толғақ болмиди, һеч туғмидим, Жигитләрни яки қизларни һеч бақмиғандәкмән!» Мошу хәвәр Мисирға йәткәндә, Уларму бу хәвәр худди турға кәлгәндәк қаттиқ азаплиниду. — Силәр деңиздин өтүп Таршишқа кетиңлар! И деңиз бойидикиләр, аһ-зар көтириңлар! Силәрниң қедим әйямдин бар болған, Шат-хурамлиққа толған шәһириңлар мошуму?! Мана уларниң путлири өзлирини мусапир қилишқа жирақларға көтирип бариду! Таҗларни илтипат қилғучи болған, Содигәрлири әмирләр болған, Дәллаллири җаһанда абройлуқлар һесапланған турниң бу тәғдирини ким бекиткән? — Буларни бекиткүчи самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигардур! Мәхсити болса шан-шөһрәттин келип чиққан җими тәкәббурлуқни рәсва қилиш, Җаһандики җимики йүз-абройлуқларни пәсләштүрүштин ибарәт! Таршишниң қизи, Нил дәриясидәк өз зиминиңда әркин-азатә яйра! Чүнки Турдин кәлгән тизгин һазир йоқ. Чүнки Пәрвәрдигар қолини деңиз үстигә узитип, Дөләтләрни тәвритиду. У Қанаан тоғрилиқ әмир қилған, Униңдики қәлъә-қорғанларни йоқутулсун дәп пәрман чүшүргән. Вә: — «И басқунчилиққа учриған Зидон қизи, Сән иккинчи һеч тәнтәнә қилмайсән, Орнуңдин туруп, Сепрус арилиға өтүп кәткин, Һәтта шу йәрдә сән һеч арам тапмайсән» — деди. Қараңлар, Бабил-калдийләрниң зиминини! Бу йәрниң хәлқи болуп бақмиғандәк қилиду; Асурийә уни чөл-баяван җаниварлири үчүн макан қилған; Потәйләрни ясап, уларниң сарай-ордилирини вәйран қилип, харабиликкә айландурувәткән. И Таршиштики кемиләр, аһ-зар көтириңлар! Чүнки қорғиниңлар харап қилинди. Вә шу күни болидуки, Падишаһниң күнләрни һесаплиғинидәк, Тур йәтмиш жил унтулиду. Йәтмиш жил өткәндин кейин, Турниң әһвали паһишә аялниң нахшисидәк болиду; Чилтарни елип, шәһәрни айлинип жүр, И унтулған паһишә аял! Өзүңгә йәнә хәқниң диққитини тартай десәң, Йеқимлиқ бир пәдә челип, көпрәк нахшиларни ейт! Әнди шундақ болидуки, Йәтмиш жилниң өтүши билән, Пәрвәрдигар Турни йоқлайду; Шуниң билән у йәнә өзини иҗаригә берип, Йәр йүзидики һәммә падишалиқлар билән йәнә бузуқчилиқ қилиду; Шуниң билән униң маллири вә өзини сетип, тапқан пули болса Пәрвәрдигарға атилип муқәддәс болиду; У ғәзнигә селинмайду яки топланмайду, Чүнки униң мошу содиси болса Пәрвәрдигарниң алдида турғанлар үчүн айрим қилиниду; У уларға қанғичә йәп-ичишкә, шундақла уларниң есил кийим-кечәклири үчүн ишлитилиду.