Йәшая. 35. — Дала һәм қағҗирап кәткән җайлар улар үчүн хошал болиду; Чөл-баяван шатлинип зәпирандәк чечәкләйду; У бәрқ уруп чечәкләйду, Шатлиққа шатлиқ қошулуп тәнтәнә қилиду; Ливанниң шан-шәриви, Кармәл вә Шарондики гөзәллик вә сүр униңға берилиду; Улар Пәрвәрдигарниң шан-шәривини, Худайимизниң гөзәллиги вә һәйвитини көриду. Аҗиз қолларни күчләндүрүңлар, Егилип маңидиған тизларни чиңитиңлар, Жүриги аққанларға: — «Чиң туруңлар! Қорқмаңлар! Мана, Худайиңларға қарап беқиңлар; Қисас келиду — Худаниң һесап елиш күни келиду! У Өзи келиду, силәрни қутқузиду!» — дәң! Андин қариғуниң көзи ечилиду, Гасниң қулақлири очуқ қилиниду, Андин ақсақ-токурлар кейиктәк ойнақлап сәкрәйду; Гачиниң тили нахша ейтиду; Чүнки далада сулар, Чөл-баяванларда дәрия-еқинлар урғуп ташиду; Пижғирин чөл-җәзирә көлчәккә, Чаңқиған йәрләр булақларға айлиниду; Чилбөриләрниң макани — улар ятқан җай, Қомуш вә йекәнләр өсүп, чимәнликкә айлиниду. Шу йәрдә егиз көтирилгән бир йол, Түптүз бир йол болиду; У «пак-муқәддәсликниң йоли» дәп атилиду; Напаклар униңдин өтүшкә болмайду, Шу йол мәхсус шулар үчүн бекитилип ясалғанки, — Һәтта наданларму униңда езип кәтмәйду; Шу йәрдә шир болмайду, Униң үстигә һеч житқуч һайван чиқмайду; (Улар шу йәрдә һеч тепилмайду) — Ниҗат арқилиқ һөрлүккә чиққанлар шу йәрдә маңиду! Пәрвәрдигарниң бәдәл төләп қутқузғанлири қайтип келиду, Күйләрни ейтип Зионға йетип келиду; Уларниң башлириға мәңгүлүк шат-хурамлиқ қониду; Улар хошаллиқ вә шатлиққа чөмгән болиду; Қайғу-һәсрәт һәм уһ-надамәтләр бәдәр қачиду.