Әзакиял. 19. — «Әнди сән, Исраил шаһзадилиригә бир мәрсийәни ағзиңға елип мундақ дәп оқуғин: — «Ширлар арисида анаң қандақ бир чиши шир еди! У яш ширлар арисида ятқан, у асланлирини беқип қувәтлиди. У асланлиридин бирини чоң қилди, у яш шир болуп чиқти; У овни тутуп житишни үгәнди; У адәмләрниму йәветәтти. Әлләр униңдин хәвәр аңлиди; У уларниң ора тозиқида тутувелинди; Улар униң бурниға илмәкни селип, Мисир зиминиға епкәтти. Чиш шир өзиниң арминини бекар күткинини, Үмүтниң йоқалғанлиғини көрүп, У башқа бир арслинини елип, Уни беқип яш шир қилди; У ширлар арисида уян-буян кәзди; У яш шир болуп, Овни тутуп житишни үгәнди; У адәмләрниму йәветәтти. У уларниң истиһкамлирини бузуп, Уларниң шәһәрлирини харабә қиливәтти; Зимин вә униң үстидики һәммиси униң һөкиригән авази билән дәккә-дүккигә чүшти. Андин әлләр униң әтрапидики районлардин келип униңға қарши чиқти; Улар униң үстигә торини йейип ташлиди; У уларниң ора тозиқида тутувелинди. Улар бурниға илмәк селип қәпәскә солиди; Уни Бабилниң падишасиға апарди; Улар уни торлириға еливалди; Шуниң билән униң авази Исраил тағлирида қайтидин аңланмайду. Сениң анаң үзүмзариңда бир үзүм тели еди; У су бойида тикләнгән еди; Суларниң моллуғидин, У интайин мевилик, көп шахлик болди. Униң күчлүк шахлири бар еди, Һөкүм сүргүчиләрниң шаһанә һасилириға лайиқ еди; Униң бойи булутлардинму егиз көккә тақашти, У егизлиги вә шахлириниң нурғунлиғи билән көрүнәрлик еди; Бирақ у қәһр билән жулунди, У йәргә ташланди, Шәриқ шамили мевисини қурутивәтти; Униң күчлүк шахлири сундурулди, қағҗирап кәтти; От уларни жутувалди. Һазир у чөл-баяванда, Чаңқақ, сусиз бир йәрдә тикилди; Униң шахлириниң бирисидин от чиқип, Униң бихлири һәм мевисини жутувалди; Шуниң билән униңда һөкүмдарниң шаһанә һасиси болғидәк күчлүк шехи қалмиди. Бу сөзләр мәрсийәдур, булар пәқәт мәрсийә үчүнла ишлитилиду».