Һошия. 4. Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Исраил балилири; чүнки Пәрвәрдигарниң зиминда туруватқанлар билән қилидиған дәваси бар; чүнки зиминда һеч һәқиқәт, һеч меһриванлиқ, Худани һеч билиш-тонуш йоқтур; Қарғаш-тиллаш, ялғанчилиқ, қатиллиқ, оғрилиқ, зинахорлуқ — булар зиминда ямрап кәтти; қан үстигә қан төкүлиду. Мана шу сәвәптин зимин матәм тутиду, униңда туруватқанларниң һәммиси җүдәп кетиду; улар даладики һайванлар һәм асмандики учар-қанатлар билән биллә җүдәп кетиду; бәрһәқ, деңиздики белиқларму йәп кетилиду. Әнди һеч ким дәва қилишмисун, һеч ким әйипләшмисун; чүнки Мениң дәвайим дәл сән билән, и каһин! Сән күндүздә путлишип жиқилисән; пәйғәмбәрму сән билән кечидә тәң путлишип жиқилиду; вә Мән анаңни һалак қилимән. Мениң хәлқим билимсизликтин һалак қилинди; вә сәнму билимни чәткә қаққан екәнсән, Мәнму сени чәткә қақимәнки, сән Маңа йәнә һеч каһин болмайсән; Худайиңниң қанун-көрсәтмисини унтуғанлиғиң түпәйлидин, Мәнму сениң балилириңни унтуймән. Улар көпәйгәнсери, Маңа қарши көп гуна садир қилди; Мән уларниң шан-шәривини шәрмәндичиликкә айландуруветимән. Улар хәлқимниң гунайини йәйдиған болғачқа, Уларниң җени хәлқимниң қәбиһлигигә интизар болиду. Вә хәлқим қандақ болса, каһинларму шундақ болиду; Мән каһинларниң тутқан йоллирини өз үстигә чүшүримән, өз қилмишлирини бешиға қайтуримән.   Улар йәйду, бирақ тоймайду, Улар паһишилик қилиду, бирақ һеч көпәймәйду; Чүнки улар Пәрвәрдигарни тиңшашни ташлап кәтти,   Өзлирини паһишилик, шарап вә йеңи шарапқа беғишлиди; Бу ишлар адәмниң әқил-зеһнини булап кетиду. Хәлқим өз тайиғидин йолйоруқ сорайду, Уларниң һасиси уларға йол көрситәрмиш! Чүнки паһишиликниң роһи уларни аздуриду, Улар Худасиниң һимайиси астидин паһишиликкә чиқип,   Тағ чоққилирида қурбанлиқ қилиду, Дөң-егизликләрдә, шундақла сайиси яхши болғачқа дуб вә терәк вә қарияғачлар астидиму исриқ салиду; Шуңа қизлириңлар паһишилик, келинлириңларму зинахорлуқ қилиду.   Мән қизлириңларни паһишиликлири үчүн, Яки келинлириңларни зинахорлуқлири үчүн җазалимаймән; Чүнки атилири өзлириму паһишиләр билән сиртқа чиқиду, «Бутхана паһишә»лири билән биллә қурбанлиқ қилиду; Шуниң билән йорутулмиған бир хәлиқ жиқитилиду. Сән, и Исраил, паһишилик қилишиң билән, Йәһуда гунаға четилип қалмисун! Нә Гилгалға кәлмәңлар, нә «Бәйт-Авән»гә чиқмаңлар, Нә «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм қилмаңлар. Чүнки тәрса бир қисир инәктәк, Исраил тәрсалиқ қилиду; Пәрвәрдигар қандақму пахланни баққандәк, уларни кәң бир яйлақта озуқландурсун? Әфраим бутларға чаплашти; Униң билән һеч кимниң кари болмисун! Уларниң шараби түгиши биләнла, Улар өзлирини паһишиликкә беғишлайду; Уларниң есилзадилири номуссизлиққа әсәбийләрчә мәптун болди. Бир шамал-роһ уларни қанатлири ичигә оривалди, Улар қурбанлиқлири түпәйлидин иза-аһанәткә қалиду.