Һошия. 5. Буни аңлаңлар, и каһинлар, Тиңшаңлар, и Исраил җәмәти, Қулақ селиңлар, и падишаниң җәмәти; Чүнки бу һөкүм силәргә бекитилгән; Чүнки силәр Мизпаһ шәһиридә бир қилтақ, Табор теғида йейилған бир тор болғансиләр. Асий адәмләрму қирғин-чапқунға чөкүп кәтти; Бирақ Мән уларниң һәммисини җазалиғучи болимән. Әфраимни билимән, Исраил мәндин йошурун әмәс; Чүнки и Әфраим, сән һазир паһишилик қилдиң, Исраил булғанғандур. Уларниң қилмишлири уларни Худасиниң йениға қайтишиға қоймайду; Чүнки паһишиликниң роһи улар арисидидур, Улар Пәрвәрдигарни һеч билмәйду. Исраилниң тәкәббурлуғи өзигә қарши гувалиқ бәрмәктә; Исраил вә Әфраим өз қәбиһлиги билән жиқилип кетиду; Йәһудаму улар билән тәң жиқилиду. Улар қой падилири вә кала падилирини елип Пәрвәрдигарни издәшкә бариду; Бирақ улар Уни тапалмайду; чүнки У Өзини тартип улардин жирақлашти. Улар Пәрвәрдигарға асийлиқ қилди, Чүнки улар балиларни һарамдин туғдурған; Әнди «йеңи ай» уларни несивилири билән йәп кетиду. Гибеаһта сүнайни, Рамаһда канайни челиңлар; Бәйт-авәндә агаһ сигналини аңлитиңлар; Кәйниңдә! Қара, и Бинямин! Әфраим әйиплинидиған күнидә вәйранә болиду; Мана, Исраил қәбилилири арисида бекитилгән ишни аян қилдим! Йәһуданиң әмирлири пасил ташларни йөткигүчигә охшаштур; Мән улар үстигә ғәзивимни судәк төкүветимән. Әфраим хорланған, җазайимда езилгән, Чүнки у өз бешимчилиқ қилип «паскинилиқ»ни қоғлап жүрди. Шуңа Мән Әфраимға күйә қурути, Йәһуда җәмәтигә чириткүч болимән. Әнди Әфраим өзиниң кесилини, Йәһуда өз ярисини көргәндә, Әфраим Асурийәликни издәп барди, «Җедәлхор падиша»ға тәливини йоллиди; Бирақ у һәм силәрни сақайталмайтти, Һәм яраңларниму давалалмайтти. Чүнки Мән Әфраимға ширдәк, Йәһуда җәмәтигә асландәк болимән; Мән, йәни Мәнки, уларни титма-титма қиливетип, кетип қалимән; Уларни елип кетимән, қутқузалайдиған һеч ким чиқмайду; Мән кетимән, улар гунайини тонуп йетип, йүзүмни издимигичә өз җайимға қайтип туримән; Бешиға күн чүшкәндә улар Мени интилип издәйду.