Һошия. 6. «Келиңлар, Пәрвәрдигарниң йениға қайтайли; Чүнки У титма-титма қиливәтти, бирақ сақайтиду; Урувәтти, бирақ бизни теңип қойиду. У икки күндин кейин бизни җанландуриду; Үчинчи күни У бизни тирилдүриду, Биз Униң йүзи алдида һаят яшаймиз! Вә биз Уни билидиған болимиз! Биз Пәрвәрдигарни тонуш һәм билиш үчүн интилип қоғлаймиз! Униң бизни қутқузушқа чиқиши таң сәһәрниң болушидәк муқәррәр; У йенимизға ямғурдәк, йәр-зиминни суғиридиған «кейинки ямғур»дәк чүшүп келиду!». И Әфраим, сени қандақ қилсам болар? И Йәһуда, сени қандақ қилсам болар? Чүнки яхшилиғиңлар сәһәрдики бир парчә булуттәк, Тездин йоқап кетидиған шәбнәмдәктур. Шуңа Мән пәйғәмбәрләр арқилиқ уларни чепивәткән; Ағзимдики сөзләр билән уларни өлтүрүвәткәнмән; Мениң һөкүмүм таң нуридәк чиқиду. Чүнки Мән қурбанлиқлардин әмәс, бәлки меһир-муһәббәттин, Көйдүрмә қурбанлиқлардин көрә, Худани тонуш һәм билиштин хурсәнлик тапимән.   Бирақ улар Адәм атидәк әһдигә итаәтсизлик қилған; Улар мана шу йол билән Маңа асийлиқ қилған. Гилеад болса қәбиһлик қилғучиларниң шәһири; У қан билән боялған. Қарақчилар адәмни пайлиғандәк, Каһинлар топи Шәкәмгә баридиған йолда қатиллиқ қилмақта; Бәрһәқ, улар ипласлиқ қилмақта. Исраил җәмәтидә жиркиничлик бир ишни көрдүм; Әфраимниң паһишилиги шу йәрдә тепилиду, Исраил булғанди. Йәнә саңиму, и Йәһуда, териған гуналириңниң һосули бекитилгәндур!