Һошия. 11. Исраил бала чеғида, Мән уни сөйдүм, Шуниң билән оғлумни Мисирдин чиқишқа чақирдим. Бирақ улар хәлқимни чақиривиди, Улар дәрһал һозурумдин чиқип кәтти; Улар «Баал»ларға қурбанлиқ қилишқа башлиди, Ойма мәбудларға исриқ салди. Әфраимға меңишни үгәткүчи Өзүм едим, Униң қолини тутуп вә йөләп — Бирақ өзини сақайтқучиниң Мән екәнлигимни улар билмиди. Мән адимәтчиликниң көйүнүш риштилири билән, Сөйгүниң тарлири билән уларниң көңлини тартивалдим; Мән уларға худди еңигидин боюнтуруқни еливәткүчи бирисидәк болғанмән, Егилип Өзүм уларни озуқландурғанмән. Улар Мисирға қайтидиған болмамду? Асурийәлик дәрвәқә уларниң падишаси болидиған әмәсму? — Чүнки улар йенимға қайтишни рәт қилди! Қилич униң шәһәрлиридә һәрян ойнитилиду; Дәрвазисидики төмүр балдақларни вәйран қилип йәп кетиду; Бу өз әқиллириниң касапитидур! Бәрһәқ, Мениң хәлқим Мәндин чәтләп кетишкә мәптун болди; Улар Һәммидин Алий Болғучиға нида қилип чақирсиму, Лекин һеч ким уларни көтәрмәйду. Мән қандақму сени ташлап қойимән, и Әфраим? Мән қандақму сени дүшмәнгә тапшуримән, и Исраил?! Қандақму сени Адмаһ шәһиридәк қилимән?! Сени қандақму Зәбоим шәһиридәк бир тәрәп қилимән?! Қәлбим ич-бағримда қайнап кетиватиду, Мениң барлиқ рәһимдиллиғим қозғиливатиду!   Ғәзивимниң қәһрини жүргүзмәймән, Иккинчи йәнә Әфраимни йоқатмаймән; Чүнки Мән инсан әмәс, Тәңридурмән, — Йәни араңда болған пак-муқәддәс Болғучидурмән; Мән дәрғәзәп билән кәлмәймән. Улар Пәрвәрдигарниң кәйнидин маңиду; У ширдәк һөкирәйду; У һөкиригәндә, әнди балилири ғәриптин титригән һалда келиду; Улар Мисирдин қуштәк, Асурийә зиминидин пахтәктәк титригән һалда чиқип келиду; Шуниң билән уларни өз өйлиригә маканлаштуримән, — дәйду Пәрвәрдигар.