Зәкәрия. 5. Андин мән йәнә бешимни көтирип, мана бир учар орам язмини көрдүм. У мәндин: «Немини көрдүң?» дәп сориди. Мән: «Бир учар орам язмини көрдүм; узунлуғи жигирмә гәз, кәңлиги он гәз екән» — дедим. У маңа: «Бу болса пүтүн зимин үстигә чиқирилған ләнәттур; чүнки һәр бир оғрилиқ қилғучи бу тәрипигә йезилғини бойичә үзүп ташлиниду; вә қәсәм ичкүчиләрниң һәр бири у тәрипигә йезилғини бойичә үзүп ташлиниду». — «Мән бу язмини чиқиримән» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, «вә у оғриниң өйигә һәмдә намим билән ялғандин қәсәм ичкүчиниң өйигә кириду вә шу өйдә қонуп уни яғач-ташлири билән қошупла йәветиду». Андин мән билән сөзлишиватқан пәриштә чиқип маңа: «Әнди бешиңни көтәргин, неминиң чиқиватқинини көрүп бақ» — деди. Мән: «У немә?» — дәп соридим. У маңа: «Бу чиқиватқан «әфаһ» севитидур», вә: «Бу болса шу рәзилләрниң пүтүн зиминдики қияпитидур» — деди. Әфаһ севитиниң ағзидин думилақ бир қоғушун көтирилди, мана, әфаһ севити ичидә бир аял олтиратти. У: «Бу болса, рәзиллик»тур» — дәп, уни әфаһ севити ичигә қайтуруп ташлап, әфаһниң ағзиға еғир қоғушунни ташлап қойди. Бешимни көтирип, мана икки аялниң чиққанлиғини көрдүм; шамал уларниң қанатлирини йәлпүтүп туратти (уларниң ләйләкниңкидәк қанатлири бар еди); улар әфаһни асман билән зиминниң оттурисиға көтәрди. Мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «Улар әфаһни нәгә көтирип маңиду?» — дәп соридим. У маңа: Улар әфаһ үчүн «Шинар зимини»да бир өй селишқа кәтти; өй бәрпа қилинғандин кейин, әфаһ севити шу йәрдә өз туралғусиға қоюлиду, — дәп җавап бәрди.