□4:1 «Сөйүмлүклирим, һәр бир «вәһий қилғучи» роһларниң һәммисигила ишинивәрмәңлар» — ««вәһий қилғучи» роһ» бәлким етиқатчиниң өз вуҗудиға йеқин келип «саңа вәһий қилимән» дәйдиған роһни, яки еһтималға әң йеқин болғини етиқатчиларниң йениға кәлгән яки һәтта җамаәтниң өз ичидин туруп «Мән силәргә Худаниң вәһийини һазир йәткүзимән» дегүчиләрни көрситиду; айәтниң иккинчи қисми дәл мошу «сахта пәйғәмбәрләр»ни көрситиду.
■4:1 Йәр. 29:8; Мат. 7:15,16; 24:4, 5, 24; 1Кор. 14:29; Әф. 5:6; Кол. 2:18; 2Пет. 2:1; 2Юһа. 7.
□4:2 «Әйсани, йәни дунияға инсаний тәндә кәлгән Мәсиһни етирап қилғучи һәр бир роһ...» — «инсаний тәндә» (яки «инсан тенидә») грек тилида «әттә» билән билдүрилиду. «Әйсани, йәни дунияға инсаний тәндә кәлгән Мәсиһни етирап қилғучи һәр бир роһ Худадин болиду» — мошу айәттә дейилгән «роһ» мәлум инсанниң ағзи арқилиқ гәп қиливатиду, әлвәттә. Һалқилиқ мәсилә: — мәлум бириси җамаәттә сөз қилип «Худаниң вәһийини силәргә йәткүзимән» десә, бирақ «инсаний тәндә кәлгән Әйса Мәсиһ»ни етирап қилмиса, әнди униңда сөз қилидиған роһ Худаниң Роһи әмәс, бәлки җин-шәйтанларниң бири яки бу кишиниң өзиниң Худа билән қаршилишидиған инсаний роһ болиду, халас.
□4:3 «вә дунияға инсаний тәндә кәлгән Әйса Мәсиһни етирап қилмайдиған роһ Худадин кәлгән әмәс» — шу вақитларда, бәзиләр Әйса Мәсиһни «һәқиқий инсан әмәс, бәлки инсанниң шәклидә намайән болған бир хил роһ, халас» дегән ялған тәлим тарқалған еди. «...Бундақларда әксичә дәҗҗалниң роһи ишләйду; силәр бу роһниң келидиғанлиғи тоғрилиқ аңлиған едиңлар вә дәрвәқә у һазир дунияда пәйда болди» — оқурмәнләрниң есидә барки, «дәҗҗал»ниң мәнаси «Мәсиһгә қарши» һәм «Мәсиһниң орнини талашқучи»дур (жуқуридики 2:18, 2:20 вә изаһатларни көрүң).
■4:3 2Тес. 2:7; 1Юһа. 2:18, 22.
□4:4 «Әй әзиз балилирим, силәр болсаңлар Худадин болғансиләр вә уларниң үстидин ғалип кәлдиңлар» — «улар» мошу йәрдә сахта пәйғәмбәрләрни вә тәлим бәргүчиләрни көрситиду. «чүнки силәрдә Турғучи бу дунияда турғучидин үстүндур» — «силәрдә Турғучи» Муқәддәс Роһни, «бу дунияда турғучи» Иблисни көрситиду.
□4:5 «Улар болса бу дунияға мәнсуп; шуңа улар бу дунияниң сөзлирини қилиду вә бу дуниядикиләр уларға қулақ салиду» — «улар бу дунияниң сөзлирини қилиду» яки «улар бу дуниядин сөзләйду» яки «улар бу дуния тоғрилиқ сөзләйду».
□4:6 «Мана буниңдин Һәқиқәтниң Роһи билән езитқулуқниң роһини пәриқ етәләймиз» — «Һәқиқәтниң Роһи» Муқәддәс Роһни, «езитқулуқниң роһи» Шәйтанниң өзи яки җинларни көрситиду.
■4:10 Рим. 3:24, 25; 2Кор. 5:19; Кол. 1:19; 1Юһа. 2:2.
■4:12 Мис. 33:20; Қан. 4:12; Юһ. 1:18; 1Тим. 1:17; 6:16; 1Юһа. 3:24.
□4:13 «Биз бизниң Униңда яшаватқанлиғимизни вә Униң биздә яшаватқанлиғини шуниңдин билимизки, У Өз Роһини бизгә ата қилған» — «У Өз Роһини бизгә ата қилған» грек тилида «У Өз Роһидин бизгә ата қилған» билән ипадилиниду.
□4:17 «шуниң билән биз сорақ күнидә хатирҗәм-қорқмас болалаймиз» — «сорақ күни» яки «қиямәт күни». Оқурмәнләрниң есидә болсунки, «қиямәт күни»ни әтраплиқ чүшиниш үчүн Тәврат-Инҗилда униң тоғрисидики көп тәпсилатлар бар. «Чүнки Әйса қандақ болуватқан болса бизму һазир бу дунияда шундақ болуватимиз» — грек тилида «Чүнки У қандақ болуватқан болса бизму һазир бу дунияда шундақ болуватимиз». Демәк, биз бу дунияда Әйсадәк адил, һәққаний, растчил, кәмтәр, меһриван, муһәббәтлик....болимиз. Тәкитләнгини «бу дунияда» — чүнки бу дунияда ундақ болуш пәқәт Худаниң меһри-шәпқити вә толуқ күч-қудрити болса андин мүмкин болиду.
□4:18 «Меһир-муһәббәттә қорқунуч йоқтур; камил меһир-муһәббәт қорқунучни һайдап йоққа чиқириду» — яки «меһир-муһәббәт мукәммәл болса, қорқунучни һайдап йоққа чиқириду».
■4:20 1Юһа. 2:4.
■4:21 Лав. 19:18; Мат. 22:39; Юһ. 13:34; 15:12; Әф. 5:2; 1Тес. 4:9; 1Пет. 4:8; 1Юһа. 3:23.